Б д т : қазақистан уйғур мусапирини хитайға мәхпий өткүзүп бәргән болуши мумкин
2006.12.04
Б д т мусапирлар алий комисарияти қазақистан даирилириниң бу йил 10 - айда алматада из дерәксиз йоқап кәткән уйғур сиясий мусапирни хитайға мәхпий өткүзүп берип, хәлқара мусапирлар әһдинамисида үстигә алған мәҗбурийитигә хилаплиқ қилған болуши мумкин, дәп гуманлинидиғанлиқини билдүрди.
Б д т мусапирлар алий комисариятиниң оттура асиядики вәкили сизар дюбон, мусапирлар алий комисариятиниң 23 - өктәбир күни йоқап кәткәндин бери һазирғичә из дерикини алалмиған ярмәмәт ясин сабир исимлик уйғур мусапирниң тәқдиридин әндишә қиливатқанлиқини билдүрди.
Сизар дюбонниң әскәртишичә, ярмәмәт ясин қазақистан аманлиқ даирилири тәрипидин 4 ай тутуп турулған вә сот мәһкимиси уни 23 - өктәбир күни шәртлик қоюп бәргәндин кейин шу күни из дерәксиз йоқап кәткән. Сизар дюбон бирләшмә ахбарат агентлиқиға " мусапирлар комисарияти бу мусапирниң хитайға өткүзүп берилгәнликидин әнсирәйду " деди вә "әгәр бу раст болса хәлқара мусапирлар әһдинамисиға ашкара хилаплиқ қилғанлиқтур " дәп көрсәтти.
ярмәмәт ясин сабир, бу йил 7 - айда қазақистан аманлиқ даирилири тәрипидин тутуп кетилгәндин кейин, униң аяли б д т мусапирлар комисариятиниң алматадики ишханисидин сиясий панаһлиқ сориған. Лекин қазақистан даирилири мусапирлар ишханисиниң ярмәмәт ясин сабир билән көрүшүш тәлипини рәт қилған иди. Сизар дюбон, қазақистан қанун сестимисини " очуқ - ашкара әмәс " дәп әйиблиди. (Әркин)
Мунасивәтлик мақалилар
- Б д т мусапирлар мәһкимиси қазақистанда ғайип болған уйғур мусапирниң ақиветидин әндишә қилди
- UAA: явропада уйғур мусапирлар бөһтан билән юртиға қайтурулмақта
- Германийидә сиясий панаһлиқ тәлипи рәт қилинған бир уйғур хитайға қайтурулди
- Хитай германийидә яшайдиған бир уйғур мусапирни өткүзүвелишқа тиришиватиду
- Уйғур кишилик һоқуқ программиси баянат елан қилди









