Хитай һөкүмити киләр йили 3000 уйғур оқуғучини хитай шәһәрлиридә тәрбийилимәкчи


2004.09.02

Уйғур аптунум раюнлуқ маарип назарити киләр йили уйғур елидин хитай өлкилиридики толуқ оттуриға әвәтидиған милли оқуғучиларниң санини 3000 гә йәткүзидиғанлиқини билдүрди.

Хитайниң тәңритағ тор бетиниң хәвиридин ашкарилинишичә, хитай даирилири уйғур елидин талланған милли оқуғучиларни бейҗиң ,шаңхәй қатарлиқ 24 шәһәргә әвәтип, хитайчә оқутидикән.

Хитай һөкүмити 2000 - йилидин башлапла, хитайларниң тәсиригә аз учриған уйғур елиниң җәнубий вә шималидики бир қисим намрат раюнлардики милли оқуғучиларни хитай өлкилиридә, хитай тилида тәрбийиләшни йолға қойған иди. Хитай даирилири буниң уйғур елидики маарип сапасини юқири көтүрүш үчүн қоллинилған бир тәдбир икәнликини билдүрмәктә. Әмма чәтәлдики уйғур паалийәтчилири болса, буниң хитай һөкүмитиниң хитайлаштуруш сияситиниң бир қисми икәнликини илгири сүрмәктә.

Мәлуматларға қариғанда, бу йил уйғур елидики 1500 дин артуқ толуқсиз оттурини пүттүргән милли оқуғучилар, хитай шәһәрлиригә оқушқа маңған. Һазир хитайниң 12 шәһиридики 15 толуқ оттура мәктәптә оқуватқанларниң сани 6700 гә йитидикән.(Арзу)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.