Аз санлиқ милләт кадирлирини тәрбийиләш курси ечилғанлиқиниң 50 йиллиқи тәбрикләнди
2004.09.21
Хитай компартийиси мәркизи партийә мәктипи аз санлиқ милләт кадирлирини тәрбийиләш курси ечилғанлиқиниң 50 йиллиқини тәбрикләш йиғини 9 -айниң 20 - күни мәркизи бейҗиңдики партийә мәктипидә өткүзүлгән.
Йиғинға қатнашқан каттивашлар айрим - айрим сөз қилип, аз санлиқ милләт кадирлирини йетиштүрүшниң муһимлиқини, болупму диң шавпиң нәзәрийиси вә " үчкә вәкиллик қилиш" муһим идийиси арқилиқ синақларға бәрдашлиқ берәләйдиған аз санлиқ милләт кадирлирини тәрбийиләшни тәкитлигән.
Йиғинда уйғур аптоном районлуқ партком, хәлқ һөкүмитигә вакалитән сөз қилған ваң лечүән, мәркизи һөкүмәтниң шинҗаңға көңүл бөлгәнликигә, мәркизи партийә мәктипиниң 50 йилдин буян аз санлиқ милләт кадирлирини тәрбийәләп бәргәнликигә алаһидә миннәтдарлиқ билдүргән. У сөзидә йәнә "аз санлиқ милләт кадирлири сиясий көз қаришини күчәйтиши һәрқандақ мурәккәп вәзийәттә баштин - ахир меңисини сәгәк тутуп, миллий бөлгүнчиликкә байриқи рошән һалда қарши туруп, вәтәнниң бирликини қоғдиши керәк" дегән.
Хәвәрләрдин мәлум болишичә, 50 йилдин буян мәркизи партийә мәктипиниң шинҗаң синипи түрлүк тәрбийиләш курсидин 45 қарар ечип, кадирлардин 2 миң 285 адәм (қетим) тәрбийәләп чиққан. Буниң ичидә уйғурларни асас қилған хитай болмиған милләт кадирлири 1 миң 882 гә йетидикән.
Дуня уйғур қурултийиниң баянатчиси дилшад решит, хитай һөкүмитиниң, хитай болмиған милләт кадирлирини тәрбийәләп оқутуштики мәқсити, өз хәлқини бастуралайдиған йәни өз қоли билән өзини уралайдиған вә хитай һөкүмити үчүн хизмәт көрситидиған бир түркүм чапармәнләрни йетиштүрүштин ибарәт дәп көрсәтти. (Әқидә)