Ваң лечүән маарип саһәсидики идеологийә хизмитини күчәйтишни тәкитлиди
2004.12.01
Хитай һөкүмитиниң уйғур аптонум райониға тәйинлигән партком баш секритари ваң лечүән маарип сепидә идеологийә җәһәттики муқимлиқни сақлаш хизмитини күчәйтидиғанлиқини оттуриға қойди.
У дүшәнбә күни уйғур аптонум райони бойичә ечилған аң вә идеологийә саһәсидики муқимлиқ хизмити йиғинида сөз қилип, " идеологийә саһәсидики муқимлиқни сақлаш хизмитини дөләт бихәтәрлики вә җәмийәт муқимлиқиға алақидар әң муһим хизмәт сүпитидә ишләш керәк , болупму маарип сепини чиң тутуп, яш - өсмүрләргә қаритилған сиясий идийиви тәрбийини алаһидә күчәйтиш керәк" дәп көрсәткән. Бирақ ваң лечүән давамлиқ түрдә тәкитләп келиватқан идеологийә саһәсидики үч хил күчләргә зәрбә беришни тилға алмиған.
Хитай һөкүмити 11 - сентәбир вәқәсидин кийин, уйғур елидики алий, оттура вә башланғуч мәктәпләрдә идийиви тазилаш һәрикити елип берип, һәр қандақ миллий һессият вә миллий ғорурни гәвдиләндүридиған пикир - иқимларға зәрбә берип кәлгән иди.
Чәтәлдики бир қисим уйғур паалийәтчилири, хитай һөкүмитиниң миллий маарипни хитайчилаштуришиму, идеологийә саһәсидики муқимлиқни сақлаш хизмитиниң бир қисми икәнликини оттуриға қоймақта. (Арзу)
Мунасивәтлик мақалилар
- Келәр йилдин башлап уйғур елидики барлиқ али мәктәпләрдә дәрсләр пүтүнләй хитайчә өтүлмәкчи
- Ваң лечүән қирғизистандики зиярити һәққидә тахталди
- Ваң лечүән қирғизистандики зияритини ахирлаштурди
- Ваң лечуән қирғизистанни зиярәт қилмақчи
- Ваң лечуән қош тиллиқ маарипни чиң тутушни қайта тәкитлиди
- Биңтүән қомдандани, биңтуәнниң кеңәйтилишини тәләп қилди
- "Бүгүнки америка" гезитидә хитайниң "ғәрбни ечиш" сияситиниң әсли қияпити ашкарә қилинди
- Аз санлиқ милләт кадирлирини тәрбийиләш курси ечилғанлиқиниң 50 йиллиқи тәбрикләнди
- Шинҗаң университи қурулғанлиқиниң 80 йиллиқи билән тәбрикләш паалийити өткүзүлмәкчи
- Уйғур илидики пахтиларни ким үзиду ?