Ваң лечүән хитай оқуғучилирини уйғур дияриға келишкә чақирди
-
2005-07-24 -
-
-
Хитай һөкүмитиниң авази һесаблинидиған шинҗаң хәлқ радио истансисиниң учуриға қариғанда, уйғур аптоном райони компартийә секритари ваң лечүән үрүмчидә өткүзүлгән аптоном районлуқ ғәрбкә ярдәм бәргүчи алий мәктәп оқуғучилири программисиниң мукапатлаш йиғиниға қатнишип, ичкиридики хитай оқуғучилирини шинҗаңға көпләп келишкә чақирип, уларниң бу җайда истиқбалиниң зорлуқини көрсәткән.
Хәвәрдин ашкарилинишичә, алий мәктәп оқуғучилириниң ғәрбкә ярдәм бериш программиси 2003-йили аптоном район тәрипидин йолға қоюлғандин буян, 1379 оқуғучи бу план бойичә уйғур аптоном райониға кәлгән. Бу йил хитай иттипақ комитети йәнә 818 адәмни ярдәм беришкә әвәткән икән.
Мәзкур мукапатлаш йиғинида сөз қилған ваң лечүән әгәр ярдәм бәргүчи алий мәктәп оқуғучилиридин ким икки йил ичидә аз санлиқ милләт тилини өгинип, адәттики турмуш тилини игилисә уни аптоном районниң рәсми һөкүмәт хизмәтчиси сүпитидә ишқа қобул қилидиғанлиқини билдүргән.
Униңдин илгири ваң лечүәнниң юрти шәндоң өлкисидин 300 дин артуқ хитай оқуғучисиниң уйғур дияриға кәлгәнлики хәвәр қилинған иди. Бирақ, уйғурларниң қаришичә, хитай һөкүмити ичкиридики хитай оқуғучилирини уйғур дияриға келишкә чақириватқанда, һәр йили көплигән уйғур алий мәктәп оқуғучилири оқуш пүттүрүп ишқа орунлишалмайду, уйғур алий мәктәп оқуғучилири арисидики ишсизлиқ күнсайин көпәймәктә. (Үмидвар)
Мунасивәтлик мақалилар
- Шәндоңдин кәлгән 300 дин артуқ хитай уйғур елидә ишқа орунлаштурулмақчи
- Уйғур аптоном районидики оқуғучи қобул қилиш ишлири ахирлашти
- Хитай һөкүмити, үрүмчидики ишчиларни қуллар әмгикигә селиш билән әйибләнгән хумданни тәкшүрди
- Уйғур аптоном районида бу йилқи алий мәктәпләргә оқуғучи қобул қилиш пилани хитайларни асас қилиду
- Қарашәһәр наһийисидә чарвичилар билән муһапизәтчиләр арисида тоқунуш йүз бәрди