Уйғур диярида елип бериливатқан хитайчилаштуруш маарипи күчәйтилмәктә
2006.02.16
Уйғур диярида чиқидиған һөкүмәт мәтбуатлиридин ашкарилинишичә, хитай һөкүмити, ичкири өлкиләрдә йолға қоюливатқан "шинҗаң толуқ оттура синипи" пилани бойичә, келәр йилидин башлап, мәзкур синипларға һәр йили 5 миң оқуғучи қобул қилиш, 2010 -йилиға кәлгәндә оқуғучилар санини 20 миңға йәткүзүшни қарар қилған.
Хитай һөкүмити 1999 - йили 9 - айда, хитайниң бейҗиң, шаңхәй, тийәнҗин қатарлиқ чоң 12 шәһиридә " шинҗаң толуқ оттура синипи" тәсис қилишни қарар қилған иди.
Тәңритағ ториниң 16 -феврал күни бу һәқтә бәргән хәвиригә қариғанда, хитай һөкүмитиниң мәзкүр қарари бойичә, "шинҗаң толуқ оттура синипи" ечилғандин буян, бу синипқа 6 қарар оқуғучи қобул қилинған болуп, "шинҗаң толуқ оттура синипи"ечилип һазирға қәдәр оқуватқан оқуғучи сани 7миң 695 кә йәткән, буниңдин сирт хитай һөкүмити йәнә, буниңдин кейин "шинҗаң толуқ оттура синипи" ечилған 12 шәһәрни көпәйтип 25 шәһәргә йәткүзүшни, шинҗаң толуқ оттура синипи ачқан мәктәпни әслидики 15 дин 35 гә көпәйтишни қарар қилған.
Көзәткүчиләр буниңдин, хитай һөкүмитиниң уйғур диярида елип бериватқан хитайчилаштуруш маарипи қәдимини техиму тезлитиватқанлиқини, " шинҗаң толуқ оттура синипи" ни көпәйтиш арқилиқ уйғур тилини йоқитиш, милләтни ассимилятсийә қилиш сияситини күчәйтиватқанлиқини көрүвалғили болудиғанлиқини билдүрмәктә. (Әқидә)









