Җяңсу "шинҗаң толуқ оттура синиплири" ға оқуғучи қобул қилиш көлимини кеңәйтти

Хитайниң җяңсу өлкилик маарип орунлириниң йеқинда мәлум қилишичә, улар бу йил " шинҗаң толуқ оттура синиплири" ға уйғур елидин қобул қилидиған оқуғучилар санини өткән йилидикидин көпәйтидикән. Хитайниң өлкилиридә шинҗаң толуқ оттура синиплирини қуруш ишлири дәсләп башланғанда, җяңсу өлкисидә шинҗаң синипидин 3 и бар иди. Лекин өткән йили җяңсу өлкиси буни кеңәйтип 7 синипқа ашурған. Шундақла бу йилму уйғур елидин қобул қилидиған оқуғучилар санини 560 қа йәткүзидикән.

Җяңсу өлкисидә ечилған "шинҗаң толуқ оттура синиплири хизмәт йиғини" да, җяңсу өлкисиниң буниңдин кейин шинҗаң синипиға оқуғучи қобу қилиш санини давамлиқ ашуруп, 2007‏- йилиға барғанда йилиға 720 нәпәр оқуғучини қобул қилидиған һәмдә кәлгүсидә шинҗаң толуқ оттура синиплириниң пүтүн мәктәптики омумий көлимини кеңәйтип 2880 оқуғучиға йәткүзүш пиланини оттуриға қоюлған.

Хитай маарип орунлириниң уйғур оқуғучиларни хитайниң һәр қайси өлкилиридә тәрбийиләш мәқситидики "шинҗаң толуқ оттура синиплири" ни ечиш пилани 2000‏- йилидин башлап йолға қойған болуп, өткән йилиниң өзидә уйғур аптоном райони бойичә 3075 оқуғучи бу синипларға қобул қилинған. Тәңритағ хәвәр ториниң мәлум қилишичә, бу оқуғучиларниң 55% и йезилардин кәлгән деһқан-чарвичиларниң пәрзәнтлири икән. Шундақла маарип идарилириниң кәлгүсидики пилани болса, уйғур йезилиридики деһқан пәрзәнтлириниң қобул қилиниш нисбитини 90% кә йәткүзүш икән.

Хитайниң бу пилани уйғурлар арисида түрлүк инкасларни пәйда қиливатқан болуп, бәзиләр буни хитайниң уйғур маарипини хитайчилаштуруш сияситиниң бир қисими дәп әйиблимәктә. (Пәридә)

2025 M Street NW
Washington, DC 20036
+1 (202) 530-4900
uygwebnews@rfa.org