Хитай даирилири уйғурларға қаратқан тил сияситини давамлиқ күчәйтмәктә
2006.08.10
Хитай тилини пишшиқ игиләш уйғурларниң һәр қайси саһәләр бойичә, нәтиҗигә еришшиниң алдинқи шәртигә айланмақта. Қәшқәр хәвәр тори йеқинда , " қәшқәр гүзили" ни таллаш мусабиқисида, гүлнар һамут билән зумрәт мәмәт исимлик икки уйғур қизниң "гүзәллик чемпийони " шәрипигә еришкәнликини елан қилди.
Хәвәрдә, қәшқәр педагокика иниститути, ахбарат кәспиниң 2 - йиллиқ оқуғучиси гүлнар һамутниң, кичикидин хитай тили өгинишни яхши көридиғанлиқи, нурғун хитай достлириниң барлиқи, шуңа хитай тилида сөзләшкә интайин маһир икәнлики алаһидә тәрипләнгән болуп, у тилға елинған әвзәлликлири билән баһалиғучиларниң юқири баһасиға еришкәнлики оттуриға қоюлған.
Хитай даирилири, уйғур диярида маарипни хитай тилида елип беришни йолға қойғандин буян, чәтәлләрдики уйғур сиясий паалийәтчилириниң қаттиқ тәнқидигә учрап кәлмәктә. Сиясий паалийәтчиләрниң билдүришичә, хитай уйғурларниң тилини йоқитиш үчүн, уйғур балиларға кичикидин хитай тили өгитиш һәтта һәр йили бир түркүм уйғур балилирини хитайниң ичкири өлкилиригә апирип оқутуш охшаш бир қатар тәдбирләрни күчәйтмәктә икән. Уларниң ейтишичә, бир милләтниң тилини йоқитиш, шу милләтни ассимилятсийә қилишниң әң яхши чариси һесаблинидикән. (Әқидә)
Мунасивәтлик мақалилар
- Ваң лечүән уйғур өсмүрлиригә хитай тили өгитиш хизмитини изчил түрдә күчәйтишни тәкитлиди
- Җяңсу "шинҗаң толуқ оттура синиплири" ға оқуғучи қобул қилиш көлимини кеңәйтти
- Хитай сиясий мәслиһәт кеңишиниң йиғинида уйғурлар хитай тили маарипини күчәйтиш тоғрисида тәклип сунмақчи
- Ваң лечүән уйғур маарипини хитайчилаштурушни 100 йиллиқ зор пилан, деди
- Җәнубий җоңго әтигәнлик гезити: хитай тили уйғур йәслилиригичә теңилди