Нур бәкри "маарипни хитайчилаштурушни ахирғичә давамлаштуримиз", деди
2006.12.17
Хитай һөкүмитиниң орунлаштуриши билән уйғур ели миқясида үч ай җидди давамлашқан аз санлиқ милләт балилириниң "җуңхуани сөйимән" темисидики хитайчә сөзләш мусабиқиси ахирлишип 15 - декабир җүмә күни, үрүмчидә талланған хитай тили боғунлирини мукапатлаш йиғини өткүзүлгән.
Йиғинға қатнашқан уйғур аптонум райони парткоминиң муавин секретари нурбәкри аз санлиқ милләт балилириға хитайчә маарипни күчәйтиш, хәлқни бай қилиш, хәлқни муқимлиққа игә қилишниң асаси дәп сөзләп "биз маарипни хитайчилаштуруш сияситини бошашмай ахирғичә елип баримиз", болупму балилардин башлап елип бериш керәк " дәп тәкитлигән. Шундақла бу хилдики балиларни хитайчини яхши өгинишкә, хитайчини яхши сөзләшкә риғбәтләндүридиған мусабиқә паалийәтләрниң қош тиллиқ маарипни илгири сүрүштә әһмийити зор дәп көрсәткән.
Хитай һөкүмити һәмдә маарип тармақлириниң орунлаштуруши билән елип берилған уйғур елидики хитай тилида сөзләйдиған боғунларни таллаш мусабиқисиға бәш яштин 15 яшқичә болған аз санлиқ милләт балилири һәм өсмүрлири қатнаштурулған.
Гәрчә хитай һөкүмити уйғур елидә йүргүзүватқан маарип сияситини, қош тиллиқ маарип дәп атаватқан болсиму, әмәлийәттә бу хил маарип сиясити пәқәт аз санлиқ милләт балилириғила қаритилған болғачқа уйғурлар буниң миллий маарипни хитайчилаштуруш сиясити икәнликидин нарази болуп кәлмәктә. Әмма хитай һөкүмити қош тиллиқ маарипиниң йүргүзилишигә қарши чиққан яки нарази болған уйғурларни бастурмақта.
Йеқинда уйғур елидики әң нуқтилиқ оттура мәктәп болған үрүмчи тәҗрибә оттура мәктәпниң икки нәпәр уйғур оқутқучисини мушу баһанә билән хизмәттин қалдурған. (Гүлчеһрә)
Мунасивәтлик мақалилар
- Уйғур елидә хитайчә маарипни кеңәйтиш үчүн "хитайчә сөзләйдиған боғунлар" ни таллап тәшвиқ қилмақта
- Нур бәкри: қош тиллиқ маарипни қилчә иккиләнмәстин илгири сүримиз
- Уйғур зиялилар арисида уйғур тилини қоғдаш имза топлаш һәрикити қозғалди
- У а р да хитай тили өткилигә қатнишидиған уйғур оқутқучиларниң яш чәклимиси қисқартилди
- Нур бәкри: қош тиллиқ оқутушни пүтүн күч билән илгири сүрүш керәк