"Шинҗаң мәдәний ядикарлиқлири баш дукини" ниң мудири 100 миң юән хиянәт қилған
2006.07.07
Шинхуа ториниң 7 - айниң 7 - күни үрүмчидә елан қилған хәвиридин мәлум болушичә, үрүмчи шәһәрлик оттура сот мәһкимиси "шинҗаң мәдәний ядикарлиқири баш докини"ниң мудири тйән җашинниң 100 миң юәнлик хиянәт делосини қайтидин сорашқа башлиған.
Хәвәрдә ейтилишичә, тйән җашин 2002 - йили 2 - айда "зиннәт буюмлири ширкитигә дукан қилидиған орун иҗаригә берилди" дегән нам билән 70 миң юән елип хиянәт қилған; 2003 - йили 5 - айда йәнә хизмәт һоқуқидин пайдилинип ялған соғурта чиқими мәлум қилип 37 миң 599 юән хиянәт қилған икән.
Хәвәрдә ейтилишичә, гәрчә тйән җашин һечнимигә иқрар қилмиған болсиму, әмма сот мәһкиси 2006 - йили 5 - айниң 12 - күни биринҗи қетимлиқ сорақтила "хиянәт қилди" дегән җинайи нам билән униңға 10 йиллиқ қамақ җазаси һөкүм қилған икән. Тйән җашин һөкүмгә қайил болмай 7 - айда әрз сунғандин кейин, үрүмчи шәһәрлик оттура сот мәһкимиси бу делони қайтидин сорашқа башлиған. Бу қетим җамаәт хәвпсизлик органлири нәқ дәлил -пакитларни сотта очуқ көрсәткән. Бу дело һазир қайтидин һөкүм чиқирилиш алдида турмақтикән. (Вәли)
Мунасивәтлик мақалилар
- Қизил миңөй саяһәтчиләр тәрипидин бузғунчилиққа учримақта
- Археологлар җуңғарийидин дәсләпки динизавурларниң ташқа айланған сөңикини байқиди
- Тәклимаканда буниңдин 2000 йил илгири овланған 98 түрлүк омуртқилиқ һайван тепилди
- Уйғур аптйоном районида дуня бойичә әң кичик будда ибадәтханиси тепилди
- Уйғурларниң мәдәний ядикарлиқлири чәтәлләрни җәлп қилмақта