Бу йил уйғур елидә 2 миң 500 гә йеқин мәмури хадим қобул қилиниду
2006.02.28
Хитай тор бәтлириниң мәлуматиға қариғанда, 27 - феврал күни уйғур аптоном районлуқ дөләт мәмурлирини емтиһан арқилиқ қобул қилиш хизмити ахбарат елан қилиш йиғини өткүзүлгән. Йиғинда, бу йилниң алдинқи йеримида җәмийәттин 2 миң 500 гә йеқин дөләт мәмури қобул қилинидиғанлиқи җакарланған.
Мәлуматтин ашкарилинишичә, аптоном районлуқ партком, хәлқ һөкүмити, җамаәт хәвпсизлики органлири, баҗ, сода санаәт мәмури башқуруш, назарәт қилиш сестимилири шундақла җәнобтики 3 вилайәт, бир областниң йеза - базар асасий қатлам һөкүмәтлиригә қобул қилинидиған кадирларниң сани оттуриға қоюлған.
Бу қетим аптоном район бойичә, сақчи тармақлириға 902 нәпәр вә йеза - базар мәмурлиқиға 700 нәпәр хадим қобул қилинидиған болуп, мулаһизичиләр буниң, уйғур диярида елип бериливатқан бастуруш сиясәтлириниң һәмдә уйғурларни асас қилған йеза - базар асасий қатлам һоқуқини күчәйтишниң конкрет ипадиси икәнликини оттуриға қоймақта.
Чәтәлләрдики уйғур мәсилилири мутәхәссислири болса, хитай һөкүмити уйғур районида әслидики миллий нисбәт бойичә дөләт мәмури қобул қилиш сияситини бикар қилип, җәмийәттин ашкара емтиһан елип қобул қилиш чарисини йолға қойғандин буян, бу хил сахта усулниң пәқәтла уйғур кадирларни сиқип чиқирип орниға хитай елиш тәдбиридин башқа нәрсә әмәсликини тәкитләшмәктә. (Илтәбир)
Мунасивәтлик мақалилар
- Уйғур ели билән хитай өлкилириниң иқтисас игилирини хизмәткә таллаш пәрқи интайин чоң
- Уйғур елидә талантлиқлар базири паалийәт башлиди
- Үрүмчи шәһиридә 51 кәспий орун әмәлдин қалдурулған
- Хоңкоң вә тәйвәнликләрниң уйғур аптоном районида хизмәт қилиш чәклимиси бикар қилиниду
- Ваң лечүән хитай оқуғучилирини уйғур дияриға келишкә чақирди