Хитай сақчилири хотәндә намайишчилардин 600 кишини қолға алған
2008.03.31
Радиомиз игилигән мәлуматларға асасланғанда, 23 - март йәкшәнбә күни хотән шәһиридә 600 нәпәр киши хотәнниң лоп қатарлиқ наһийилиригә қатнайдиған аптобус қатнаш түгинигә топлинип хитай һөкүмитиниң уйғурлар устидин йүргүзүватқан адаләтсиз сияситигә қарши намайиш елип барған болуп, намайиш 24 - март дүшәнбә күниму охшаш шәкилдә давам әткән.
Мәлум болушичә, намайишчилар асасән аяллар болуп, улар аптобус бекитидин хотән чоң базар ичигә қарап илгирилигән, илгириләш җәрянида намайишчилар топиға 400 чә киши қошулған болуп, ахирида намайишчиларниң сани 1000 дин ешип кәткән.
Намайишчилар чоң базарға кәлгән хитай сақчилири қоршап уларниң алдини тосиған һәмдә намайишчиларни тарқилип кетишкә қистиған болсиму, әмма намайишчилар қайтишни рәт қилған, кейин намайишни көзитип турғучи амма намайишчилар сепигә қошулуп сақчиларға қаршилиқ билдүргән.
Нәтиҗидә намайишчилар билән сақчилар арисида тоқунуш йүз бәргән болуп, йеқин әтраптики хитай тиҗарәтчиләр дуканлирини тақишип кетип қилишқан.
Вәқәгә шаһид болғучиларниң билдүрүшичә, намайишчиларниң сани икки миңдин артуқ болуп, хитай сақчилири шу күни намайишчилардин 400 кишини, әтиси йәнә 200 кишини қолға алғанлиқи мәлум.
Намайишчилар "қийин қистақ тохтитилсун!", яшисун миллй өрүп - адәт!" дегәнгә охшаш шоарларни товлашқан. (Җүмә)
Мунасивәтлик мақалилар
- Хотән вадисидики йәр тәврәш һазирғичә 889 қетим давамлашти
- Рабийә қадир: "хитайниң уйғур әмгәк күчлирини йөткиши, бай қилиш әмәс, ирқий қирғинчилиқ сиясити"
- 2008 - Йилда уйғур елидә сиртларға йөткәп ишқа орунлаштурулидиғанлар бир милйон икки йүз миң адәм қетимға йәткүзүлмәкчи
- Рабийә қадир: "уйғур деһқанларни намратлаштуруватқан - хитайниң йезиларға қаратқан сиясити"
- Хитай һөкүмити 2008 - йиллиқ йеза хизмити пиланида яшларни хитай өлкилиригә йөткәшни давамлаштурмақчи
- Қағилиқтин 87 нәпәр уйғур яш чиңдав шәһиригә қарап йолға чиқти
- Хитай, уйғур ешинчи әмгәк күчлирини хитай өлкилиригә йөткәш сияситини изчил давамлаштурмақта
- Хотәндә үч бала қаш теши колаветип һаятидин айрилди
- Уйғур илидин хитай өлкилиригә мәҗбурий йөткәп әмгәккә селинған қизларниң бир қисими қайтип кәлди
- Қизилсу аптоном областидин 60 миң деһқан ишқа орунлаштуруш баһанисида юртидин йөткәлди
- Хитай әлчиханиси қизлар мәсилисигә инкас қайтурди