Хотәндә үч бала қаш теши колаветип һаятидин айрилди
2007.12.13
11- Декабир күни хотән наһийисиниң лаңру йезисида үч бала қаш теши колаш җәрянида қазаға учриған.
Хитайниң шинхуа агентлиқиниң тарқатқан учуриға асасланғанда, хотән наһийилик җамаәт хәвпсизлик идариси бу үч балиниң 9- декабир күни мәктәптин қоюп бәргәндин кейин,мәзкур йеза әтрапидики қаш теши коланған чоңқур азгаллиққа чүшүп, қаш теши колаш җәрянида топа бесивелип, һаятидин айрилған икән.
Дәсләптә, бу үч бала из дерәксиз йоқалған болуп, издәш җәрянида улар топа астидин тепилған һәмдә җамаәт хәвпсизлик тармақлири бу үч балиниң қаш теши колаш җәрянида топа бесивелип қаза қилғанлиқини рәсмиләштүргән. Әмма, хитай ахбарат васитилири бу үч балиниң миллий кимлики һәққидә һечнемә демигән болсиму, бирақ уларниң уйғур болуш еһтималлиқи қияс қилинмақта.
Хотән дуняға даңлиқ қаш теши макани, қаш теши содисиниң тәрәққи қилишиға әгишип, йоруңқаш дәряси вадисини қалаймиқан қезип, қаш теши издәш бир долқунға айланған болуп, йоруңқаш дәряси вадиси вә башқа җайларниң еғир дәриҗидә вәйран қиливетилгәнлики, буниң екологийилик муһитқиму сәлбий тәсирләрни елип келиватқанлиқи мәлум.
Бу үч балиниң қаш тешиға еришиш җәрянида әнә шундақ қалаймиқан коланған азгалда өлүп кетиши кишиләр арисида охшимиған инкасларни кәлтүрүп чиқарған. (Үмидвар)
Мунасивәтлик мақалилар
- Хотән қаш тешиниң баһаси алтундин 40 һәссә юқири болмақта
- Хотәндә қаш теши байрими өткүзүлди
- Нәччә йүз миң қаштеши қазғучилар юруңқаш вадисини вайран қилмақта
- 48 Тоннилиқ хотән қаштеши бейҗиңда херидар күтмәктә
- Йоруңқаш дәрясидики бузғунчилиқ давамлишиватиду
- Хотән қаш тешиниң трагидийиси дуня мәтбуатлирида диққәт қозғиди
- Хотән қаштеши қалаймиқан қезиш нәтиҗисидә йоқап кетиш гирдабиға дуч кәлмәктә
- Хотәндә кәлкүн апитидә бир йолучилар аптобусидики11 адәм қаза қилди
- Уйғур тиҗарәтчи абликим өз хираҗити билән хотәндә мәктәп қурди