Хитай һөкүмити һазир хотәндә аялларни йүзини ечиветишқа мәҗбурлимақта

Дуня уйғур қурултийиниң баянатчиси дилшат ришит бүгүнки баянатида, коммунист хитай һөкүмитиниң хотән районида уйғурларниң дини әркинликини дәпсәндә қиливатқанлиқини қаттиқ әйиплиди.
Мухбиримиз вәли хәвири
2008.08.27

 Дуня уйғур қурултийиниң баянатчиси дилшат решитниң баян қилишичә, хитай һөкүмити лоп наһийисидә аялларни 'йеңи дәвр аяллириға айландурушни тәләп қилған. Һазир һөкүмәт тәшкиллигән хизмәт гуруппилири һәр қайси йеза - кәнтләрдә, өйму - өй кирип тәкшүрүп, бешиға яғлиқ артип, йүзини йөгигән аялларни идийисини өзгәртип, йүзини ечиветишқа мәҗбурлимақта.

Дилшат решитниң әскәртишичә, хитай һөкүмити уйғурларға қарита бундақ һәрикәт елип бериш тоғрисида бир һөҗҗәт чүшүргән. Бу һөҗҗәтниң толуқ текистини лоп наһийисиниң һөкүмәт тор бетидин көрүвелиш мумкин.
Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.