Хәвәрләргә асасланғанда, хотәндә уйғур аяллар намайиш өткүзгән
2008.03.29
Уйғур елидин радиомизға кәлгән инкасларға қариғанда, өткән йәкшәнбә вә дүшәнбә күнлири, ода икки күн, уйғур елиниң хотән шәһиридә, уйғур аяллар тәрипидин наразилиқ намайиши елип берилған.
Игиләшләргә қариғанда, бу қетиқи намайиш, хотәндики атақлиқ қаш теши содигири, мутәллип һаҗимниң түрмидә қйин -қистақ нәтиҗисидә өлгәнлики ашкариланғандин кейин елип берилған болуп, намайишқа нурғун уйғур аял қатнашқан. Хәвәрләргә қариғанда, намайишчилар "түрмиләрдики қейин - қистақлар тохтитилсун" , "сиясий вә диний сәвәбләрдин түрмиләрдә йетиватқан балилиримиз қоюп берилсун", "уйғурларниң уруп-адәтлиригә һөрмәт көрстилсон" дегәнгә охшаш, шуарлар товлиған.
Хотән сақчи даирилири, хотән шәһиридә бундақ бир наразилиқ һәрикити йүз бәргәнликини пүтүнләй рәт қилмақта. Әмма мухбиримизниң бу һәқтики суаллирини җавапландурған хотәндики нурғун кишиләр намайиш елип берилғанлиқини баян қилмақта.
Хотәндики йиян меһманханисиниң бир хитай күткүчиси мухбиримизға бундақ бир намайишниң йүз бәргәнликини етип, "намайишчиларниң һәммиси аяллар иди. Көпинчиси аяллар 600 гә йеқин киши сақчилар тәрипидин тутулди. Биринчи күни 400 әтрапида вә иккинчи күни болса 200 киши тутулди. Сақчилар миһманханимизға келип бизгә бир қисим кишиләрниң исим тизимликини бәрди. Әгәр улар меһманханиға келип қалса, дәрһал сақчиларни хәвәрләндүрүшимизни билдүрди" дегән.
Йәнә хотәндики бәзи кишиләр, намайишниң елип берилғанлиқидин хәвәрсиз икәнликини, әмма шәһәрдә қаттиқ бихәтәрлик тәдбирлири елинғанлиқини вә сақчиларниң хотән аһалисигә өйлиридин сиртқа чиқмаслиқ тоғрисида буйруқ чүшүргәнликини баян қилишмақта. (Өмәр қанат)
Мунасивәтлик мақалилар
- Чегрисиз мухбирлар тәшкилати битәрәп көзәткүчиләрниң тибәттә тәкшүрүш елип беришини тәләп қилди
- Б д т баш катипи бан - кимун хитайни тибәттә өзини тутивелишқа үндиди
- Косовада б д т тинчлиқ сақлиғучи қисимлири билән серблар тоқунушти
- Хәлқара олимпик комитетиниң рәиси хитай һөкүмитиниң бастуруш һәрикәтлиридин әндишә қиливатқанлиқини билдүрди
- Тибәттики тоқунушлар кеңәймәктә
- Ғәрб әллири хитайни лхасадики тоқунушта хитайни күч ишләтмәсликкә чақирди
- Бейҗиң : олимпик мәзгилидә елип берилидиған наразилиқ һәрикәтлиригә чәклимә қойди
- Норвегийидә тибәт вә уйғурлар намайиш өткүзди
- Хитай һөкүмити олимпик мусабиқисида рухсәтсиз намайиш қилишқа болмайдиғанлиқини җакарлиди
- Хәлқара мәтбуатларда айропилан вәқәсии муназирә қилинмақта
- Нур бәкри, " үч хил күчләр" гә қарши көрүшниң техиму күчәйтилидиғанлиқини җакарлиди
- Әрмәнийидики қалаймиқанчилиқта 8 адәм өлди