Уйғурларниң мәдәний ядикарлиқлири чәтәлләрни җәлп қилмақта


2005.03.28

Бу йил 16 - априлдин йил ахириғичә японийиниң токйо шәһиридә өткүзүлидиған " йеңи йипәк йоли мәдәний ядикарлиқлири көргәзмиси" ниң тәйярлиқ хизмәтлири аяқлашқан.

Уйғур илидики хәвәр тор бетидин мәлум болушичә, бу қетим өткүзүлидиған мәзкур көргәзмә бу районниң бу йил чәтәлләр билән илип баридиған мәдәнийәт алмаштуруш паалийәтлириниң бир қисми һесаблинидикән.

Уйғур илидики телевизийә тармақлири бейҗиңдики мәркизий телевизийә истансиси һәмдә японийиниң н х к ширкити билән бирлишип "йеңи йипәк йоли" намлиқ чоң һәҗимлик филимни сүрәткә елиш хизмитини тамамлиған. Шундақла бу филимниң 1 – қисми, японийидә тамашибинлар билән йүз көрүшкән.

Ундин башқа йәнә, уйғур елиниң мәдәнийәт тармақлири германийә, франсийә қатарлиқ дөләтләрдики мунасивәтлик саһәләр билән асарә - әтиқиләрни қоғдаш вә көргәзмә қилиш һәққидә көплигән келишим һәмдә баяннамиларни имзалиған.

Чәтәлләрдики уйғур мутәхәссислири, хитай һөкүмитиниң бу хил көргәзмиләр арқилиқ уйғурларниң тарихи вә мәдәнийитигә аит пакитларни бурмилап чүшәндүришидин әндишә қилмақта. (Илтәбир)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.