Алимлар йипәк йоли мәдәний ядикарлиқлирини қоғдаш хизмитигә гуман билән қаримақта
Күзәткүчиләр, хитай даирилириниң уйғур елидики йипәк йоли мәдәнйитини қоғдаш түри бойичә елип бармақчи болған хизмитигә гуман билән қарашмақта.
Хитай мәтбуатлирида , йипәк йоли мәдәний ядикарлиқларни қоғдаш түри қурулуши байинғулин моңғул аптоном области, турпан вилайити, хотән вилайити қатарлиқ районларда башланғанлиқи хәвәр қилинғандин кейин, чәтәлләрдики уйғурларниң арисида ғул - ғула қилинишиға йол ачти.
Болупму қизил миң өйлириниң мүтәхәссисләр тәрипидин тәкшүрүлүватқанлиқи тоғрисидики учур , илгири уйғур илидә архиологийә тәтқиқати елип барған мүтәхәсисләрниң диққитини қозғиған болуп, уларниң ейтишичә, хитай тарихчилири уйғур тарихиға аит ядикарлиқларниң мәнбәлирини өзгәртип, уйғур тарихини йоқ қилиштәк яман нийәтлирини ишқа ашурушқа урунуп кәлмәктә икән.
Уйғур архиолог алимлириниң ейтишичә, илгири елип берилған " қизил миң өй" тәтқиқатида , мәхсус орунлаштурулған хитай рәссамлири, рәсимләрни сақлап қелиш үчүн қәғәзгә көчүрвилиш баһанисида вә там сүрәтлирини римонт қилиш җәрянида, рәсимниң түркий милләтләргә хас чирай шәкиллирини пүтүнләй өзгәртип, хитайларға тәвә аламәтләргә айландуривәткән.
Шуңа мүтәхәссисләр, бу қетим елип берилмақчи болған мәдәний ядикарлиқларни қоғдаш қурулушниң" қоғдаш" әмәс бәлки мәдәний ядикарлиқларни " бурмилаш" һәтта " йоқитиш " икәнликини билдүрмәктә. (Әқидә)
Мунасивәтлик мақалилар
- Крорән харабилиқи 20 йилда йоқилиши болуши мумкин
- Нилқа наһийисидә 3000 йилға йеқин тарихқа игә қәбристанлиқ байқалди
- Хотән қаш тешиниң трагидийиси дуня мәтбуатлирида диққәт қозғиди
- Хитай даирилири уйғур елини миң йилдин бери башқуруп келиватимиз, диди
- Дәндән өйлүктики қәдимқи там рәсимлири әслигә кәлтүрүлди