Хитай мәдәнийәт министири мәдәний ядикарлиқларни қоғдашта мәсилә барлиқини етирап қилди


2006.12.22

Хитай мәдәнийәт министири сүн җяҗиң, хитайниң мәдәний мирасларни қоғдаш хизмитидә " дунявий мәдәнийәт мираси, дәп илтимас сунушқа әһмийәт бериш, лекин башқурушта аҗиз болуш, ечишқа әһмийәт бериш, лекин қоғдашқа сәл қараштәк " хаишлар мәвҗүтлиқини шундақла " қурулуш характерлик бузғунчилиқ қилиш" вә " вақтинчә ечиш" әһвалиниң еғирлиқини билдүрди.

Хитай мәтбуатлириниң җүмә күни әскәртишичә, сүн җяҗиң бәзи җайларни мәдәний ядикарлиқларни дунявий мәдәнийәт мираси, дәп қоғдашни илтимас қилишта наһайити актип болсиму, лекин мәдәний ядикарлиқларни қоғдашқа керәклик башқуруш, пиланлаш, қутқузуш, римонт қилиш вә бихәтәрлик хизмити қатарлиқ ишлар билән чатиғи йоқ, дәп әйиблигән.

Уйғур аптоном райони қәдимий мәдәний ядикарлиқлар әң еғир дәриҗидә ханивәйран болуш гирдабиға берип қалған җайларниң бири. Һәтта бәзи җайларда мәдәний ядикарлиқларни қоғдиғучи хадимлар әткәсчиләр билән бирлишип уйғур мәдәнийити вә тарихиға даир мәдәний ядикарлиқларни оғрилаш вәқәлири йүз бәргән иди.

Мутәхәссисләр илгири райондики қәдимқи излар вә мәдәний ядикарлиқларни саяһәткә ечивитишкә қарши турған. Улар , райондики қәдимий излар вә мәдәний ядикарлиқлар саяһәтчиләргә ечивитилгәндин кейин, уйғур мәдәний ядикарлиқи еғир вәйранчилиққа учриғанлиқини билдүрмәктә. Сүн җяҗиң, бәзи мәдәний ядикарлиқлар саяһәткә ечивитилгәнликтин пүтүнләй вәйран болуш хәвпигә берип йәткәнликини билдүрди. (Әркин)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.