Уйғур дияриниң текәс наһийисидә бир қәдимий шәһәр байқалди


2006.08.15

Хитай хәвәр агентлиқи 15 ‏- авғуст күни, аптоном районлуқ асарә әтиқиләр тәтқиқат мәркизи мүтәхәссислириниң , уйғур дияриниң текәс наһийисиниң , бостан кәнтидә бир қәдимий шәһәр байқиғанлиқини билдүрүп, асарә - әтиқиләрни тәтқиқ қилиш принсипиға асасән мәзкүр җайға бостан қәдими шәһири дигән нам берилгәнликини тәкитлигән.

Хәвәрдин мәлум болушичә, бостан кәнтидә байқалған қәдими шәһәр теминиң бир қисми яхши сақланған болуп, қәдими шәһәрниң шималй қисмидики тамниң узунлиқи 206 метир, ғәрб тәрәптики теминиң узунлиқи 162 метир , шәрқигә тоғра келидиған теминиң һазир сақлинип қалған игизлики 2 меитирға тоғра келидикән. , бу җайдин йәнә қизил сапал қачилар, өй һайванлириниң устиханлири, шуниңдәк чиригән яғач парчилири чиққан. Қәдимий шәһәр теминиң қалған қсимлири болса , 1968 ‏- йили деһқанларниң терилғу ишлири сәвәбидин түзливитилгән икән.

Бирақ, америкидики асарә- әтиқә мүтәхәссислири мәзкүр қәдими шәһәр, деһқанларниң йәр териши сәвәбидин әмәс, бәлки хитай коммунистик партийисиниң асаслиқ рәһбәрлиридин бири болған , мав зедоң қозғиған мәдәнйәт инқилаби дәвридә бузивитилгәнликини билдүрмәктә.

Хәвәрдә йәнә, хитай асарә - әтиқә профессори лү енгониң, мәзкүр қәдимий шәһәр таң дәвригә аит , мәзкүр қәдимий шәһәрниң түркий милләтләр билән алақсии йоқ дәп көрсәткәнлики қәйт қилинған болуп, уйғур асарә - әтиқә мүтәхәссислири , хитайларниң уйғур дияриниң қәдимий изналирини қәстән бурмилап йоқ қилиш сүйқәстидә һәрикәт елип бериватқанлиқини тәкитлиди. (Қанат)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.