Яманяр вә қизилбойи вәқәсиниң гумандарлири өлтүрүлди вә әсир елинди

Хитай даирилири 12 ‏ - авғуст яманяр вәқәсиниң гумандарлирини тутуш җәрянида 27 ‏ - авғуст қизил бойи вәқәси келип чиққан иди. Қизилбойи вәқәсидин кейин қәшқәр вилайитидә вәқә гумандарлирини из - қоғлап тутуш сәпәрвәрлики қозғалған иди.
Мухбиримиз гүлчеһрә хәвири
2008.09.02

 Һәрикәткә, қәшқәрдә турушлуқ хитай қораллиқ қисим әскәрлири, хитай сақчилири, аманлиқ хадимлири иштирак қилған иди. Миша, яманяр вә қизил бойи йезилирида болса, һәрикәткә деһқанларму мәҗбурий қатнаштурулған иди.

Дуня уйғур қурултийи учур мәркизиниң хәвәр қилишичә, үч күн давамлашқан бу из қоғлаш һәрикитидә хитай тәрәп, йеңишәһәр наһийисиниң йеңиериқ йезисидики бир қонақлиқта, гумандарларни қоршавға алған. Гумандарларни бир қанчә саәт қоршавда тутқандин кейин оққа тутуп 6 нәпирини өлтүргән вә 3 нәпирини әсир алған. Бу җәрянда хитайниң бир нәпәр әскири вә бир нәпәр аманлиқ хадими гумандарларниң ахирқи һуҗумида яридар болған.

Бүгүн хитай һөкүмити тутуш һәрикитигә қатнашқан аманлиқ хадимлириға 200 йүәндин мукапат бәргән. Нөвәттә вәқәдә өлгәнләрни хитай террорчилар дәп әйиблимәктә, уйғур тәшкилатлири болса,уларни әркинлик җәңчилири дәп қарайдиғанлиқини билдүрмәктә.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.