Японийидики уйғурлар бейҗиң олимпикини байқут қилиш үчүн намайиш қилди
Мухбиримиз вәли хәвири
2008.06.25
2008.06.25
Намайишчилар японийидин, хитай һөкүмитиниң уйғур мәдәнийитини йоқитиш сияситигә хатимә беришни тәләп қилди.
Хәвәрдә ейтилишичә, оргини мюнхендики дуня уйғур қурултейиниң әзаси илһам мамут бугүнки намайишта, хитай һөкүмитиниң уйғур юртлирида олимпик мәшилини узутуш үчүн уйғурларниң әркинликини қаттиқ чәклигәнликигә, бу җәрянда 10 миңдин артуқ уйғурни тутқун қилғанлиқиға наразилиқ билдүргән вә хитайларни уйғурчә кейиндүрүп, усул ойнитип мәшәлни қарши алған көрүнүш ясап дуняни алдиғанлиқини паш қилған.
Бүгүнки намайишқа кәлгән ички моңғулийилик даш донороб әпәнди хитай һөкүмити атмиш йилдин буян моңғулларниң яшаш муһитини бузуп келиватқанлиқи, моңғуллар һазир милләт буйичә йоқ қилиниш хәвпигә дуч кәлгәнлики һәққидә шикайәт қилған.