Уйғур елидики ява төгиләрниң яшаш муһити бузулмақта
2004.12.13
Нөвәттә уйғур елидики қиммәтлик һайван- ява төгиниң яшаш муһити барғансери бузулуп, сани мүшүк ейиқтинму аз болған бу қиммәтлик ява һайван нәсли қуруш хәвпигә дуч кәлмәктә.
"Тәңритағ тор бети" ниң бәргән мәлуматиға қариғанда, уйғур елидики лопнор ява төгә тәбиий қоғдаш райони бу мунасивәт билән ява төгиләрни су мәнбәлири билән тәминләш қурулушини башлиған.
Мәзкур хәвәр тори илгирики хәвәрлиридә, 78 миң квадират километир келидиған лопнур дөләтлик тәбиий қоғдаш районида мол көмүр, төмүр вә мис байлиқлири болғачқа, шу сәвәбтин келип чиққан кан байлиқлирини қалаймиқан қезиш ишлириниң барғансери көпийиши, ява төгиләрниң яшаш муһитини бузиватқан муһим амил икәнликини мәлум қилған иди.
Шундақла лопнур ява төгиләрни қоғдаш райониниң башқуруш мәркизиниң мәсули җаң йоңшән, бу йәрдики кан қезиш қурулушлириниң ява төгиләр яшайдиған бирдин-бир су мәнбәсини контрол қиливалғанлиғини, шундақла керәксиз әхләтләрни бир тәрәп қилиштиму, муһитни қоғдаш өлчимигә риайә қилинмиғанлиғини етирап қилған иди.
Тарим ойманлиғиниң шәрқий қирғиқиға җайлашқан лопнур районида һазир 500 гә йеқин қош локилиқ ява төгиләр яшайдиған болуп, униң пүтүн дунядики сани 1000 ғиму йәтмәйду. Шундақла у пүтүн дунядики тузлуқ су вә шорлуқ өсүмлүкләрни истимал қилип яшиялайдиған бирдин-бир һайван һесаблиниду.(Пәридә)
Мунасивәтлик мақалилар
- Тетима көлини қум бесип кәткән
- 18 Миң адәм 5 йилдин бери уйғур елида қанунсиз һайван овлаш җинайити елип барған
- Уйғур елидики явайи һайванларни қоғдаш райони бузғунчилиққа учримақта
- Үрүмчиниң шималидики зәйлик қуруп кетиш хәвпигә учримақта
- Уйғур елидә аялларниң балиятқу ракиға гириптар болуш нисбити тез өрлимәктә
- Рудилашқан тарим сүйи әтраптики өсүмлүк вә һайванларға тәһдит болмақта
- Уйғур елидики йеза игилик йәр- мәйданлириниң муһити еғир бузғунчилиққа учримақта