Исмаил тиливалди вә ваң лечүәнниң йеңи йил нутқи
2006.01.02
2006-Йилиниң йетип келиши билән уйғур аптоном районидики хитай башлиқлири йеңи йил тәбриклирини елан қилди.
1-Айниң 1-күни уйғур аптоном райониниң рәиси исмаил тиливалди, хитай компартийисиниң уйғур елидики һөкүмәт мәтбуат орунлири һесаблинидиған тәңри тағ торида, уйғур аптоном районлуқ компартийә комитетиниң секритари ваң лечүән шинҗаң хәлқ радио истансиси арқилиқ өзлириниң йеңи йил тәбрикнамилирини елан қилди.
Исмаил тиливалди билән ваң лечүәнниң мәзкур йеңи йил тәбрик нутуқлириниң мәзмунлирида мәлум пәрқләр мәвҗут болуп, исмаил тиливалди өзиниң хитай катиплири тәйярлап бәргән нуқтида миллий бөлгүнчиликкә зәрбә бериш темисини алаһидә тәкитләп, уйғур елидики барлиқ хәлққә йеңи бир йилда "чегриниң ичи –сиртидики миллий бөлгүнчи күчләрниң бузғунчилиқ һәрикәтлиригә қаттиқ зәрбә берип, вәтәнниң бирликини қоғдайли" дәп чақириқ қилған. Әмма, әзәлдинла өзиниң һәр бир сөз-нутуқлирида "миллий бөлгүнчиликкә қаттиқ зәрбә берип, муқимлиқни қоғдашни" тәкитләшни унтуп қалмиған ваң лечүән өзиниң мәзкур йеңи йил нуқтида аталмиш "миллий бөлгүнчиләргә зәрбә бериш" дегән бу кона аталғусини ишләтмигән.
Чәтәлләрдики уйғур көзәткүчилриниң ейтишичә, бу хитай сиясәтчилириниң йеңи тактикисидин ибарәт болуп, улар исмаил тиливалди қатарлиқ хитай компартийиси өзлири тәрбийиләп, һоқуққа тәйинлигән уйғурлар арқилиқ уйғурларниң мустәқиллиқ вә демократик һәрикәтлиригә зәрбә берип, хәлқара җәмийәткә уйғурларниң мустәқиллиқни халимайдиғанлиқини, уйғурларниң хитай һөкүмитини һимайә қилидиғанлиқини испатлашқа тиришмақчи болған.
12-Айниң 31-күни кәчтә америка уйғурлириниң вашингтонда өткүзгән йеңи йилни күтүвелиш паалийитидә, хәлқара уйғур кишилик һоқуқ вә демократийә фонди җәмийитиниң президенти, атақлиқ кишилик һоқуқ паалийәтчиси рабийә қадир ханим уйғур хәлқини техиму иттипақлишип күрәш қилиш арқилиқ өзлириниң азадлиқини, мустәқиллиқини вә әркинликини қолға кәлтүрүшкә чақирди. (Үмидвар)
Мунасивәтлик мақалилар
- Исмаил тиливалди қош тиллиқ маарипни күчәйтишни тәләп қилди
- Җаң чиңли тибәт аптоном райони парткоминиң муваппәқ секритарлиқиға тәйинләнди
- Ваң лечүән 19 чәтәлликни "террорчилиқ" билән әйибләп тутқанлиқини паш қилди
- Логән, уйғур елидә "террорчилиқ" қа қарши бастурушни күчәйтишни тәләп қилди
- Хитай һөкүмити уйғур аптонум райони қурулғанлиқиниң 50 йиллиқи һарписида бихәтәрликни күчәйтмәктә