Учтурпандики апәткә учриған қисмән кишиләр һазирғичә ярдәмгә еришәлмиди
2005.02.17
Учтурпан наһийисиниң йеңи ават йезисида йәр тәврәш апитигә учриған бир қисим кишиләр, апәттин кейинки үчинчи кечиниму өзлири ясиған адди чедирларда вә яки сиртларда өткүзүшкә мәҗбур болмақта.
Сәйшәнбә күни әтигән саәт бәш йеримларда, учтурпан наһийисидә 6.2 Бал йәр тәвригән иди. Хитай мәтбуатлири, апәттә 4259 еғиз өй өрүлүп чүшүп, 18630 еғиз өйгә чак кәткәнликини билдүрмәктә.
Өз мухбиримизниң йәрлик аһалиләрдин игилигән учурлириға қариғанда, йеңи ават йезиға йеқин кәнтләрдики өйлири өрүлүп чүшкән кишиләр чедир қатарлиқ ярдәм буюмлириға еришәлигән.
Бирақ, чәт кәнтләрдики бир қисим кишиләр һазирғичә һечқандақ ярдәмгә еришәлмигән. Әгәшмә йәр тәврәшләр йәнә давамлиқ йүз берип турғанлиқи үчүн, улар феврал ейидики қәһритан соғуқта, үчинчи кечиниму адди чедирлар вә сиртларда өткүзмәктә икән. (Арзу)
Мунасивәтлик мақалилар
- Йәр тәврәш апәт районидики орунлаштуруш ишлири тәлтөкүс болмиди
- Уйғур елиниң үч турпан наһийисидә йәр тәвриди
- Уйғур елиниң онсу наһийисидә 4.7 Бал йәр тәвриди
- Қазақистан вә уйғур елиниң чигра раюнида йәр тәврәш вәқәси йүз бәрди
- Уйғур елидә йәнә бир уйғур яшқа өлүм җазаси берилди
- Дуня мәтбуатлиридики уйғурлар