Үч турпандики даириләр қутқузуш соммисиниң азлиқидин шикайәт қилди
Үч турпандики йәр тәврәш вәқәсидә апәткә учриған пуқраларниң сани 28 миңдин ашти. Үч турпан наһийисидики даириләр, апәт көлиминиң давамлиқ кеңийиватқанлиқини, апәткә учриған пуқралар сани көпийиватқанлиқини билдүрмәктә.
Йәрлик һөкүмәт даирилириниң ашкарилишичә, апәткә учриған пуқралар сани 28 миңдин ашқан. Хәтәрлик дәп қаралған өйләр17 миңдин көп болуп, 6 миң еғиз өй вәйран болған. Үч турпан наһийилик парткомниң секритари шу миң, " үч турпан йиллиқи 10 милйон йүән иқтисади кирими билән апәттин өзигә тайинип қутулалмайду," дәп қахшиған.
Шу миң, апәт районидики пуқраларни туралғу җай , кийим - кечәк, йеқилғу вә йимәк - ичмәк билән тәминләшкә тоғра келидиғанлиқини билдүрүп, үч турпандики пуқралардин бир милйон 400 миң йүән пул топлиғанлиқини, бирақ буниң апәт районини қайта қурушқа йәтмәйдиғанлиқини билдүргән. Үч турпан наһийиси хитай бойичә әң намрат наһийиләрниң бири.
Игилишимизчә, үчтурпанниң имамлирим йезисидики апәткә учриған пуқраларға чедир тикип берилгән. Амма һазирға қәдәр күндилик турмушқа керәклик һечқандақ мадди қутқузуш буюми кәлмигән. Йеңи ават йезисиниң бәзи кәнтләрдә пуқралар паналанғудәк чедир йоқ болуп, қарабағ, қутча қатарлиқ кәнтләрдики пуқралар отун- яғачларни йеқилғу қилип иссинмақтикән. (Әркин)