Мичүәндә һөкүмәт деһқанларниң йәрлирини төвән баһада сетивелип ширкәтләргә қиммәт баһада сатқан


2007.12.11

Уйғур елиниң мичүән шәһиридә хитайниң йәрлик һөкүмити деһқанларниң йәрлирини мәҗбурий һалда зораванлиқ васитилирини қоллинип төвән баһада сетивелип нәччә он һәссә юқири баһада йәргә еһтияҗлиқ ширкәтләргә сетип арилиқтин нәп алған, әмма йәр игилири деһқанлар увалчилиққа учриған.

Бошүн ахбарат торида көрситилишичә, мичүән шәһәрлик һөкүмитиниң деһқанларниң йәрлирини мәҗбурий сетивелиш қилмиши 1993- йилидин 2007- йилиға қәдәр давамлашқан болуп, улар мичүән шәһири тәвәсидики һәрқайси йезилардин зораванлиқ усулини қоллинип һәр бир мо йәрни 400 йүәндин сетивелип 200 миң йүәндин ширкәтләргә сетип бәргән.

Деһқанлар наразилиқ билдүрүп йәр тохтимиға қол қоюшни рәт қилғанда, һөкүмәт даирилири шәһәр тәвәсидин миңдин артуқ қораллиқ сақчи қисим әскәрлирини тәшкилләп деһқанларни қоршавға елип қанлиқ бастурған. 2002- Йилидики бастуруш җәрянида 1 деһқанни уруп өлтүргән, 2004- йилидики бастурушта 34 адәмни еғир яриландурған вә 38 адәмни қамаққа алған.

Бошүн тори ашкарилиған деһқанларниң әрз хетидин мәлум болушичә, мичүән шәһири телевизийиси һәр аилиниң нопус бешиға 60 миң йүәндин артуқ пул берилгәнликини хәвәр қилған болсиму, әмма бу пул әмәлийләшмигән.

Мәлум болушичә, мичүән шәһиридики увалчилиққа учриған бу бир бөлүк деһқанларниң әрзийәт ишлири изчил һалда қанаәтлинәрлик җавабқа еришәлмигән болуп, ахири 11- декабир интернет арқилиқ сиртқи дуня билән йүз көрүшти. (Җүмә)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.