Қәшқәрдә хәлқаралиқ сода йәрмәнкиси өткүзүлмәкчи
2005.05.09
Түнҗи қетимлиқ "қәшқәр, җәнубий вә оттура асия сода йәрмәнкиси" сәйшәнбә күни уйғур елиниң киндики болған қәшқәр шәһиридә өткүзүлиду.
Буниң һарписида қәшқәрдики хитай һөкүмәт даирилири ахбарат елан қилиш йиғини өткүзүп, мәзкур сода йәрмәнкисигә хитайниң ичи вә сиртидин болуп бәш йүздәк карханиниң 3000 дин артуқ вәкиллири қатнишидиғанлиқини билдүрди.
Хитай һөкүмитигә қарашлиқ тәңритағ тор бетиниң хәвиригә қариғанда, бу қетимқи сода йәрмәнкиси "җәнубий вә оттура асия базирини ечип, ташқи содини кеңәйтиш" дегән темида елип берилидикән һәмдә қәшқәр арқилиқ хитай ширкәтлириниң оттура вә җәнубий асия дөләтлири сода һәмкарлиқини күчәйтишни мәқсәт қилидикән.
Қәшқәр шинйифа хәлқара көргәзмә мәркизидә өткүзүлидиған бу йәрмәнкидә йеңи техника вә йеңи мәһсулатлар көргәзмә қилинип, електронлуқ әсваблар, деһқанчилиқ әслиһәлири, қурулуш материяллири , тоқулма маллар қатарлиқ түрлүк таварлар йәрмәнкә қилинидикән.
Қәшқәр, пакистан, һиндистан, таҗикистан, афғанистан вә қирғизистандин ибарәт бәш дөләт билән чегрилинидиғанлиқи үчүн, муһим истратегийилик әһмийәткә игә. Хитай һөкүмити илгири қәшқәрни мәркәз қилған һалда "оттура вә җәнубий асия иқтисадий чәмбирикини қуруш" тәшәббусини оттуриға қойған иди. Күзәткүчиләр, хитай һөкүмитиниң қәшқәрни база қилиш арқилиқ, оттура вә җәнубий асияға тәсир даирисини кеңәйтишкә уруниватқанлиқини билдүргән.
Нурғун уйғур паалийәтчилири болса, хитай һөкүмитиниң бу хил йәрмәнкиләр арқилиқ уйғурлар топлишип олтурақлашқан районларға техиму көп хитай көчмәнлирини йөткишидин әндишә қилмақта. (Арзу)