Қирғизистанлиқ нурмуһәммәт кәнҗи үрүмчи йәрмәнкисигә қатнашти


2004.09.07

Қирғизистан " ерпан " санаәт сода ширкитиниң директори нурмуһәммәт кәнҗи, үрүмчи йәрмәнкисигә қатнишип, " ипар" био технологийиси тәрәққият чәклик ширкити билән 12 милйон америка доллирилиқ тохтамға имза қойған .

Қирғизистан " ерпан" санаәт сода ширкити, ипар ширкитидин " ипар" бовақлар калтсий талқини, " ипар" чоңлар калтсий таблеткиси, " күнчечәк " таблеткиси, " ипар" қизилгүл капсули, " ипар"сеник толуқлаш капсули қатарлиқ мәһсулатларни сетиш - сетивилиш үстидә тохтам түзгән .

" Ерпан " санаәт сода ширкитиниң директори нурмуһәммәт кәнҗи илгири, қирғизиистан уйғур иттипақиниң рәиси болуп, шәрқий түркистан дәвасиниң актип паалийәтчилиридин иди, у 2000 - йиллардин буян хитай һөкүмити билән йеқиндин мунасивәт бағлап, бирқанчә қетим, үрүмчи шәһиридә мәдәнийәт алмаштуруш намида өткүзүлгән мурасимларға қатнашқан . (Әқидә)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.