Қәшқәр сода йәрмәнкисидә 63 түрдики сода келишими имзаланди
2005.05.11
Қәшқәрдә ечиливатқан "қәшқәр, оттура асия вә җәнубий асия сода йәрмәнкиси" дә чаршәнбә күни келишим имзалаш мурасими өткүзүлүп, униңда 1 милярд 8 йүз милйон юән қиммитидики 63 түрлүк сода келишими имзаланған.
Тәңритағ хәвәр ториниң мәлум қилишичә, келишим имзаланған түрләр асаслиқи санаәт пишшиқлап ишләпчиқириш, саяһәт ечиветиш, деһқанчилиқ вә кан мәһсулатлири байлиқини ечиш, асасий әслиһәләр қурулуши һәмдә чарвичилиқ вә деһқанчилиқ санаити қатарлиқлар икән.
Хәвәрдә йәнә, қәшқәрниң йошурун күчи вә тәбиий байлиқи мол болуш артуқчилиқлириниң йиғинға қатнашқучиларни өзигә җәлб қилғанлиқи йезилған.
Буниңға башқичә қарашта боливатқан күзәткүчиләр, бу йәрдики һәр қайси мәнпәәтләрдин йәнила хитайларниң пайдилинидиғанлиқини, шундақла хитай һөкүмитиниң бу хил йәрмәнкиләр арқилиқ уйғурлар топлишип олтурақлашқан районларға техиму көп хитай көчмәнлирини йөткәшни мәқсәт қилған болиши мумкинликини оттуриға қойди.
Қәшқәр болса, пакистан, һиндистан, таҗикистан, афғанистан вә қирғизистандин ибарәт бәш дөләт билән чегрилинидиған, уйғурлар әң көп олтурақлашқан муһим истратегийилик әһмийәткә игә җай. Күзәткүчиләр йәнә, хитай һөкүмитиниң қәшқәрни база қилиш арқилиқ, оттура вә җәнубий асияға болған тәсир даирисини кеңәйтишкә уруниватқанлиқини билдүрмәктә. (Пәридә)