Карачида қәшқәр сода йәрмәнкиси өткүзүлиду
2005.05.24
Уйғур аптоном райониниң җәнубидики тарихий шәһәр қәшқәр, 24 - июнда пакистанниң җәнубидики деңиз порти карачида сода йәрмәнкиси өткүзиду. Хитайниң һөкүмәт зувани шинхуа ахбарат агентлиқиниң хәвәр қилишичә, 4 күн давамлишидиған йәрмәнкини, қәшқәр вилайәтлик ташқи сода вә иқтисади һәмкарлиқ идариси уюштурған. Вилайәтлик ташқий сода вә иқтисади һәмкарлиқ идарисидики даириләр, йәрмәнкә пакистан билән уйғур аптоном райони оттурисидики сода - иқтисади һәмкарлиқни илгири сүрүшни мәқсәд, дәп көрсәтмәктә.
Шинхуа ахбарат агентлиқиниң тәкитлишичә, ташқи сода идарисиниң бир әмәлдари, " бу қетимқи йәрмәнкә арқилиқ қәшқәрни җәнубий вә оттура асия әллиригә тонуштуруш шундақла йәрликләрниң сода алақисини күчәйтишни үмид қилимиз," дәп көрсәткән.
Даириләр, қәшқәрниң җәнубий вә оттура асия районидики елиш - бериш мәркизи шундақла арқасәп базиси болуп қелишни үмид қилмақта. Хәвәрләргә қариғанда йәрмәнкини уюштурғучилар, хитайниң мәмликәт ичи вә сиртидин болуп җәми 1000 дин артуқ содигәрни йәрмәнкигә тәклип қилған.
Хитай һөкүмити йеқинқи йиллардин бери қәшқәрни ечиш қәдимини тизләтмәктә. Әмма хитайниң мәзкур пиланини тәнқид қилғучилар, қәшқәрниң уйғур мәдәнийәт бөшүки болуш алаһидилики бузғунчилиққа учрушидин әнсиримәктикән. (Әркин)