14 -Нөвәтлик үрүмчи сода йәрмәнкисиниң ечилиш мурасими өткүзүлди


2005.09.01

1 - Сентәбир күни уйғур елиниң мәркизи үрүмчи шәһиридә, 14 -нөвәтлик үрүмчи сода йәрмәнкисиниң ечилиш мурасими өткүзүлди. Бу қетимлиқ йәрмәнкигә хитай вә оттура, ғәрбий асия дөләтлиридин кәлгән 900 дин ошуқ кархана вә 50 миңға йеқин сода хадимлири қатнашқан.

"Шинҗаң хәвәр тори" ниң мәлуматиға қариғанда, һөкүмәт бу қетимлиқ сода йәрмәнкисидә, нефит пишшиқлап ишләш, йеңи енергийә мәнбәси, тиббий дорилар, тоқумичилиқ, йемәк-ичмәк вә машинисазлиқ қатарлиқ 10 нәччә саһәгә херидар топлайдикән.

Үрүмчи сода - тиҗарәт өмики бу қетимлиқ йәрмәнкә мәзгилидә, 139 хил дөләт ичи вә сиртидики иқтисадий техника һәмкарлиқ вә сода келишимини түзүшни нишанлаватқанлиқини һәмдә буниң сода соммисиниң 13 милярд юәндин ашидиғанлиқини билдүрди.

Мәзкур йәрмәнкә мәзгилидә йәнә, оттура, ғәрбий асия райони иқтисадий һәмкарлиқ алий йиғини чақирилди. Йиғинға уйғур аптоном райониниң рәиси исмайил тиливалди, муавин рәис җаң чиңли вә шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатиниң баш катипи җаң дегуаң қатарлиқлар қатнишип сөз қилди. (Пәридә)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.