Канадада өткәнки бир һәптә ичидә уйғурларниң нөвәттики сиясий, кишилик һоқуқ вәзийити һәққидә бир йүрүш паалийәтләр елип берилди.
Өз мухбиримизниң торонтодин хәвәр қилишичә, канада парламенти өткән җүмә күни уйғурларниң нөвәттики вәзийити һәққидә мәхсус йиғин ачти. Йиғинға канада парламентиниң әзалири, 19 дөләт әлчиханилириниң вәкиллири вә уйғур паалийәтчилири қатнашти.
Дуня уйғур қурултийиниң рәиси әркин алиптикин әпәнди йиғинда уйғурларниң хитай һөкүмитиниң һөкүмранлиқи астида, кишилик һоқуқиниң дәпсәндә қилиниватқанлиқи һәққидә мәлумат бәрди.
Буниңдин сирт, йәкшәнбә күни канададики торонто университетиниң ички асия факултити билән канада уйғур җәмийити бирлишип, " хитай һөкүмранлиқи астидики уйғурларниң бүгүни" темисида илмий муһакимә йиғини оюштурди. Йиғинда бир қисим ғәрб мутәхәсислири вә уйғур паалийәтчилири уйғурларниң сиясий, иҗтимаий вә мәдәнийәт мәсилилирини музакирә қилди. (Арзу)
Мунасивәтлик мақалилар
- Дуня уйғур қурултийиниң вәкиллири италийидики "тосақлардин өтүш" хәлқара йиғиниға қатнашти
- Уйғурлар мәсилиси, италийидики хәлқаралиқ йиғинда оттуриға қоюлиду
- Уйғурлар канадада йиғин ечип, шәрқий түркистан мәсилисини музакирә қилиду
- Д у қ ниң муавин рәиси әнвәр җан җәнвә кишилик һоқуқ йиғинида сөз қилди