Вашингтонда уйғурларниң кишилик һоқуқ вәзийити һәққидә йиғин өткүзүлди
2005.12.14
14-Декабир чаршәнбә күни вашингтонда, америка дөләт мәҗлиси кишилик һоқуқ комитетиниң орунлаштуруши билән уйғурларниң кишилик һоқуқ вәзийити һәққидә мәхсус йиғин чақирилди. Йиғинға атағлиқ уйғур кишилик һоқуқ паалийәтчиси рабийә қадир вә хәлқара кәчүрүм тәшкилатиниң америка шөбисидики асия ишлири мәсули т. Кумар қатнишип сөз қилди.
Йиғинда рабийә қадир, хитайларниң уйғур елигә көпләп көчиши сәвәбидин, уйғурларниң нөвәттә етник вә мәдәнийәт мәвҗутлиқини сақлаш тиркишишигә дуч келиватқанлиқини, шундақла хитай һөкүмитиниң уйғурларниң иқтисадий вә мәдәнийәт әркинликини еғир боғиватқанлиқини оттуриға қойди.
Йиғинда у йәнә, уйғур сиясий мәһбуслири һәққидиму тохтилип, һөкүмәтниң нәччә онмиңлиған уйғур сиясий мәһбусларни мәхпий сот биләнла җазалиғанлиқи һәтта нурғунлирини уларниң аилә-тавабатлириға уқтурмастинла етип ташлиғанлиқини көрсәткән.
Уйғур кишилик һоқуқ паалийәтчиси рабийә қадир ханим йиғинда уйғурларниң нөвәттики вәзийитини омумйүзлүк тонуштуруп өтти. (Пәридә)
Мунасивәтлик мақалилар
- Вашингтонда "шинҗаңдики кишилик һоқуқ" вәзийити һәққидә муһакимә йиғини өткүзүлди
- Америка дөләт мәҗлисидә хитайниң пиланлиқ туғут сиясити һәққидә испат бериш йиғини өткүзүлди
- Америка дөләт мәҗлиси рабийә қадир мәсилисидә вен җябавға хәт йоллиди
- Уйғур кишилик һоқуқ дәвасини қоллиғучилар америкидин уйғурларға көңүл бөлүшни тәләп қилди
- Рабийә қадир , америка дөләт мәҗлисидә уйғурларниң кишилик һоқуқ вәзийитиниң начарлиқини паш қилди