Б д т қәдимий йипәк йолини җанландурушни пиланлимақта
2005.02.17
Бирләшкән дөләтләр тәшкилати хитай вә оттура асия дөләтлири билән бирлишип, қәдимий йипәк йолини җанландуруш программиси елип беришни пиланлимақта.
Америка бирләшмә ахбарат агентлиқиниң хәвиригә қариғанда, икки йиллиқ йипәк йоли программисиға бир милйон америка доллири аҗритилған. Программа бойичә, қәдими йипәк йоли үстидики районлардики сода вә саяһәтчилик ишлириға мәбләғ селинидикән.
Бирләшкән дөләтләр тәшкилати хитайни тәрәққи қилдуруш программисиниң вәкили халид маликниң билдүрүшичә, қәдимий йипәк йолини җанландуруш программисға хитай, қазақистан, қирғизистан, таҗикистан вә өзбекистан һөкүмәтлири қатнишидикән.
9600 Километир узунлуқтики қәдимий йипәк йоли, әсирләр илгири асия билән явропани туташтуридиған мәшһур сода йоли болуп, уйғур ели бу сода йолидики бир муһим мусапә һесаблинатти.
Б д т әмәлдари халид малик қәдимий йипәк йоли үстидики районларда сода вә саяһәтчиликни раваҗландуруш арқилиқ, бу районлардики намратлиқ вәзийитини яхшилашни үмид қилидиғанлиқини билдүрди. (Арзу)