Хитай һөкүмити қәдими йипәк йолиға мәбләғ салмақчи
2005.03.27
Хитай һөкүмити уйғур елидики қәдимий йипәк йоли мәдәний мираслирини қоғдаш ишлири үчүн, кейинки бәш йил ичидә уйғур елиға 50 милйон доллар мәбләғ салидиғанлиқини билдүрди.
Шинхуа агентлиқиниң хәвиригә қариғанда, хитай һөкүмитиниң бу йеңи пиланиниң тәпсилатлири техи музакирә қилиниватқан икән. Бу программа, хитайда бу йил мәдәний мирасларни қоғдаш йолида елип берилидиған әң муһим қурулушларниң бири һесаблинидикән.
Қәдимий йипәк йоли, әсирләр илгири асия билән явропани туташтуридиған мәшһур сода йоли болуп, уйғур ели бу сода йолидики муһим бир мусапә һесаблинатти. Франсийә ахбарат агентлиқиниң ейтишичә, хитай һөкүмити нөвәттә бу райондики саяһәтчиликни тәрәққи қилдуруш арқилиқ, иқтисадни илгири сүрүшкә интизар болмақта.
Буниң алдида, б д т, хитай вә оттура асия дөләтлири билән бирлишип, қәдимий йипәк йолини җанландуруш программиси елип баридиғанлиқини билдүргән иди. Хитайниң мәдәний мирасларни қоғдаш пилани б д т ниң қоллишидики йипәк йолини җанландуруш программисиниң бир қисми һесаблиниду.
Б д т ниң тәрәққият - пилан комитетиниң бейҗиңдики вәкили халид малик, йипәк йоли үстидики районларда сода вә саяһәтчиликни раваҗландуруш арқилиқ, бу районлардики намратлиқ вәзийитини яхшилашни үмид қилидиғанлиқини билдүргән вә шундақла бу пилан бойичә, хитай билән оттура асия дөләтлири арисида "ортақ виза түзүми" йолға қоюш мумкинчиликини оттуриға қойған иди. (Арзу)