Уйғур елидики 13 милйон киши йод йетишмәслик хәвпигә дуч кәлмәктә
2005.05.18
Хитай хәвәр агентлиқиниң мәлум қилишичә, нөвәттә уйғур елидә 13 милйон киши йод йетишмәслик хәвпигә дуч келиватқан болуп, уйғур елиниң җәнуб вә шәрқидики кәмбәғәл районларда 8 яштин 12 яшқичә болған балиларниң 20٪ идин көпидә қалқан типлиқ бези йоғинап кетиш әһвали мәвҗут икән.
Мәзкур доклат 15 -май хитайниң 12 -нөвәтлик "йод йетишмәслик кесәлликлириниң алдини елиш күни" мунасивити билән чиқирилған болуп, униңда йәнә, йоқарқи районлардики 35 наһийә һазирғичә йод йетишмәсликтин келип чиққан кесәлләрни йоқутуш нишаниғиму йәтмигәнлики оттуриға қоюлған.
Хәвәрдә мәлум болушичә, уйғур ели, деңиз-окяндин йирақ болуш вә тағлар билән қоршилип туруш қатарлиқ җуғрапийилик алаһидиликлири сәвәбидин, йод елиминти болған деңиз окян нәм еқиминиң бу җайға келиш имканийити болмайдикән . Униң үстигә йәнә бу йәрдики деһқанлар йод тәркиби мол болған рак вә деңиз йосуни қатарлиқ деңиз мәһсулатлирини көп истимал қилмиғачқа, уларниң йодни қобул қилиши техиму тәскә чүшидикән.
Хитайниң уйғур елидә елип бериватқан йод йетишмәслик кесәлликлириниң алдини хизмити 1960 - йиллардин башланған болсиму, әмма уйғур елиниң җәнубий районлиридики кишиләрдә көриливатқан йод йетишмәслик әһвали хитай бәлгилигән әң төвән өлчәмгиму йәтмәйдикән. (Пәридә)