Ақсуда деһқанларда йод кәмчилликидин пәйда болидиған кесәлликләр әвҗ алди


2007.01.30

Уйғур елиниң йәрлик хәвәрлиридин ашкарилинишиға қариғанда, йеқинда ақсу вилайәтлик сәһийә идарисиниң статистика қилишичә, нөвәттә ақсудики сәккиз наһийидә җәмий бир милйон бир йүз миңдин артуқ деһқан йод кәмчил болушниң тәсиригә учримақта икән.

Илгири хитай һөкүмити уйғур районида хәлқниң пакиз, өлчәмлик су ичиш мәсилисини пүтүнләй һәл қилип, йод йетишмәслик мәсилисигә хатимә бәрдуқ, йәрлик кесәлликләр көринәрлик контрол қилинди дәп хәвәр бәргән иди. Әмма, уйғур аптоном районлуқ сәһийә даирилириниң йеқинда елип барған тәкшүрүшигә қариғанда, уйғур елиниң ақсу вә хотәнни асас қилған намрат йезилирида яшаватқан хәлқ узун йиллардин буян өлчәмсиз, пакиз болмиған һәмдә йод маддиси кәмчил суларни истимал қилишқа мәҗбур болғанлиқтин, йод йетишмәслик түпәйли келип чиқидиған поқақ, нерва аҗизлиққа охшаш кесәлләргә гириптар болған. Болупму ақсуниң бай вә үчтурпан наһийилиридә поқақ кесили қайтидин әвҗ алған болуп, һәтта үч яшлиқ балилардиму көрүлүшкә башлиған.

Хитай дөләтлик сәһийә министирлиқиниң йод йетишмигән аммини йод билән тәминләш пилани бойичә һәр йили һәр бир инсанниң йод мейи қобул қилишини ишқа ашуруш оттуриға қоюлған болсиму, бу уйғур елида омумйүзлүк омумлашмиған.

Йод кәмчиллики төрәлминиң ғәйри болуп қелиши, балиларниң чоң меңә тәрәққиятиниң тосалғуға учриши, мейип болуп қелиши қатарлиқ еғир ақивәтләрни кәлтүрүп чиқириду. (Гүлчеһрә)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.