Үрүмчидә техник мәктәпниң 43 оқуғучиси карбон моноксид газида зәһәрләнди


2007.10.22

Уйғур аптоном райониниң мәркизи үрүмчидә шинҗаң қатнаш техник мәктипиниң 43 нәпәр оқуғучиси шәнбә күни бир кәчлик кулубниң генираторидин чиққан карбон моноксид газидин зәһәрлинип дохтурханида йетип қалған.

Бирләшмә ахбарат агентлиқиниң хәвәр қилишичә, зәһәрләнгәнләрниң һәммиси шинҗаң қатнаш техник мәктипиниң оқуғучилири болуп, улар җүмә күни кәчтә шу җайдики бир кәчлик кулубта бир оқуғучиниң туғулған күнини өткүзгән икән. Шу күнки паалийәткә 120 нәпәр оқуғучи қатнашқан болуп, шәнбә күни әтигәндә бир қисим оқуғучилар беши қейип биарам болушқа башлиғандин кейин, дохтурханиға елип берилған.

Тәкшүрүш нәтиҗисидә оқуғучиларниң кәчлик кулубниң генираторидин чиққан карбон моноксидтин зәһәрләнгәнлики мәлум болған. Шу күнки кәчлик паалийәт җәрянида кәчлик кулубниң електир токи туюқсиз кетип қалғандин кейин, кулуб даирилири конирап әбҗиқи чиқип кәткән бир генираторни ишләткән икән.

Шинхуа ахбарат агентлиқиниң әскәртишичә, үрүмчи шәһәрлик җ х идарисиниң дәй йичяң исимлик бир әмәлдари, зәһәрләнгән оқуғучиларниң һаяти хәвп астида әмәслики, лекин 20 дәк оқуғучиниң һазирғичә дохтурханида давалиниватқанлиқини билдүргән. Хитай даирилири бу түрдики қазаларниң йүз беришини азайтишқа көп қетим вәдә бәргән болсиму, лекин хитай йәнила бихәстәлик яки мәсулийәтсизлик сәвәбидин наһайити көп вәқә йүз беридиған дөләт болуп кәлмәктә. (Әркин)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.