Хитай қора җай игилириниң һоқуқини қоғдаш қанун лайиһиси һазирлиди


2005.12.27

Пуқраларниң қора җайлирини мәҗбури чеқиветиш хитай бойичә зор көләмдики наразилиқ һәрикәтлирини кәлтүрүп чиқарғандин кейин, хитай даирилири қора җай игилириниң мал - мүлүк һоқуқини қоғдаш қанун лайиһиси түзүшкә башлиди.

Шинхуа ахбарат агентлиқиниң хәвәр қилишичә, хитай хәлқ қурултийиниң қанун - тузум комитети қурултайниң даими комитетиға мәмури мәҗбурлаш қанун лайиһиси сунған. Мәзкур қанун лайиһиси бойичә қора җай игилири көчүшни рәт қилса, мәмури даириләр өй игилирини көчүрүш үчүн сот мәһкимилириниң рухситини елиш керәк.

Инглизчә чиқидиған " җуңго гезити" ниң әскәртишичә, бу қанун, мәмури даириләрниң һоқуқини қалаймиқан ишлитишдин сақлиниш, пуқраларниң қануни һоқуқини қоғдашни мәқсәт қилидикән. Мәзкур гезит, йәрлик даириләрни "йәрлик һокүмәтләр шәһәр қурулушини баһанә қилип, аһалиларниң өй маканлирини чеқиш ишида наһайити актип" дәп әйиблиди. Шуниң билән биргә у, " бәзи һөкүмәт органлири қануни рәсмийәтләргә сәл қарап, һалиләрниң қануни һоқуқиға дәхли - тәруз қилмақта" дәйду.

Хитай мәтбуатлириниң әскәртишичә, мәзкур қанун бойичә пуқралар әгәр қора җайини чеқишқа рази болмиса, уларниң сот мәһкимисигә әрз қилиш вә төләм тәләп қилиш һоқуқи болидикән. Шәһәр қурулушини баһанә қилип, пуқралириниң қора җайини мәҗбури чеқиш хитай бойичә омумйүзлүк әһвал болсиму, әмма бу вәзийәт уйғур аптоном районида йәрлик пуқралар дуч келиватқан техиму җидди мәсилә иди.

Өткән йили уйғур аптоном райониниң рәиси исмаил тиливалди, йәр - мүлүк тиҗарити билән шуғуллинидиған җунтоң ширкәтләр гуруһиниң баш мудирини қобул қилип, мәзкур ширкәткә хотән, қәшқәр қатарлиқ җайларда асанлиқ яритип беридиғанлиқини вәдә қилған.

Җунтоң ширкәтләр гуруһи атушниң шорух йезисидики 180 аилиниң қора җайини мәҗбури сетивалған болуп, атуш шәһәрлик һөкүмәт шорух деһқанлирини көчүрүш мәсилисидә бу ширкәт билән һәмкарлашқан иди. Шуниң билән биргә ғулҗида җяңсу йоли қурулушини ясиғанда бу райондики уйғур аһалиларму мәҗбури көчүрүлгән. (Әркин)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.