Уйғур аптоном районлуқ сот мәһкимә йиғини икки чоң зәрбә бериш нишанини бекитти
2005.01.05
Уйғур аптоном районлуқ сот мәһкимиси йеқинда 2 чоң нуқтилиқ зәрбә бериш нишанини бекитип, йеңи бир йилда " 3 хил күч " кә вә иқтисадий саһәдики җинайи һәрикәтләргә қақшатқуч зәрбә беришни тәкитлиди.
Тәңритағ тор бетиниң хәвиридә көрситилишичә, бу бәлгилимә 1 - айниң 4 - күни үрүмчидә ечилған аптоном районлуқ сот мәһкимә йиғинида оттуриға қоюлған болуп, униңда " 3 хил күч " билән иқтисадий җинайәтләргә зәрбә бериш, уйғур елидики һәр дәриҗилик сот мәһкимилириниң асаслиқ вәзиписи қилип бекитилгән.
Йиғинда йәнә, " 3 хил күч " ләрниң уйғур аптоном райониниң муқимлиқиға көрситиватқан асаслиқ тәһдит болуп, һәрқайси милләт хәлқлириниң ортақ дүшмини һесаблинидиғанлиқи көрситилип, шу сәвәбтин һәр қайси дәриҗилик сот мәһкимилириниң қаттиқ бастуруш вә қақшатқуч зәрбә бериш вәзийитини сақлап, бу күчләргә қәтий қарши туруши тәләп қилинған.
Хитайниң " 3 хил күч " кә зәрбә бериш дигини террорчилиққа, бөлгүнчиликкә вә диний радикалға қарши турушни көрситидиған болуп, уйғур паалийәтчилири хитайниң бу нам билән уйғурларниң әркинликини һәр тәрәптин бастурушқа уриниватқанлиқини әйиплимәктә. (Пәридә)