Хитай һөкүмити уйғур аптоном райони қурулғанлиқиниң 50 йиллиқини "қаттиқ зәрбә бериш һәрикити" билән күтүвалиду
2005.05.24
Уйғур аптоном районлуқ җамаәт хәвпсизлик назарити 18 - май күни һәр қайси вилайәт вә областлардики җамаәт хәвпсизлик органлириға уқтуруш тарқитип, уйғур аптоном райони қурулғанлиқиниң 50 йиллиқини тәбрикләшниң алди - кәйнидә аптоном район бойичә "һәр хил җинайи һәрикәтләр" гә қарши тазилаш елип беришни орунлаштурған.
Шәрқий түркистан учур мәркизи, зәрбе бериш һәрикитиниң асаси нишани аталмиш террорчилар, бөлгүнчиләр вә диний әсбийләргә қаритилғанлиқини билдүрди. Шәрқий түркистан учур мәркизиниң ашкарилишичә, җамаәт хәвпсизлик назаритиниң уқтурушида мундақ дийилгән: " шәрқий түркистан террорчилири, қанунсиз диний паалийәтчиләр, идийә сепидики бөлгүнчиләр, хәлқ ичидики зидийәтләрдин пайдилинип миллий тоқунушқа күшкүрткүчиләргә зәрбә берип, һәр қайси җайлардики чегра мудапиә понкитлири чәтәлдики дүшмән күчләрниң ички топилаң чиқиришиға қарши алдини елиш тәдбирлирини елиш керәк."
"Тәңритағ тор бети" ниң сәйшәнбә күнки хәвиридә, җ х назаритиниң аптоном район бойичә " оғрилиқ" , " булаңчилиқ" вә "басқунчилиқ" җинайәтлиригә қарши зәрбә бериш һәрикити қозғайдиғанлиқини хәвәр қилған. Әмма "тәңритағ тор бети", зәрбә бериш һәрикитиниң аталмиш үч хил күчләргә қаритилғанлиқини тилға алмиди, әмма һәрикәтниң нишани или, алтай вә тарбағатай қатарлиқ вилайәтләргә қаритилидиғанлиқини илгири сүргән.
Хәлқара җәмийәт хитай һөкүмитини тероризимға қарши турушни баһанә қилип, уйғурларниң кишилик һоқуқини дәпсәндә қилиш билән әйиплимәктә иди. (Әркин)
Мунасивәтлик мақалилар
- Исмайил тиливалди: уйғур елидә йеқинқи йилларда "террорлуқ" вәқәлири йүз бәрмиди
- Толуқ қоралланған хитай сақчилири үрүмчи шәһирини чарлашқа башлиди
- Ваң лечүән, компартийә әзалиридин "үч хил күч" кә давамлиқ зәрбә беришни тәләп қилди
- Ваң лечүән "террорчилиқ" қа зәрбә беришни қайта тәкитлиди
- Хитай һөкүмити қурбан һейтниң һарписида, хәлқ арисида җиддий кәйпият яратмақта