Хитай һөкүмити уйғур елидә сиясий вә диний мәзмундики мәтбә боюмлириға нуқтилиқ зәрбә бәрмәктә


2008.01.24

Хитайда шәһваний түс алған ентернет тор бәтлири вә мәтбә , үн син боюмлири кәң көләмдә ямрап кәткән болуп ,хитай һөкүмити буниңға қарши өткән йилиниң ахирида мәмликәт буйичә 'шәһванийлиққа зәрбә бериш" һәққидә мәхсус һөҗҗәт чүшүрүп, сериқ боюмларни кәң көләмлик тазилаш һәрикити' қозғиған иди. Мәлум болушичә , уйғур елидә бу һәрикәт болса йәнила "қанунсиз нәшр боюмлириға зәрбә бериш" дегән нам астида сиясий җәһәттә сәзгүр китаблар-журналлар вә диний мәзмундики нәшр боюмлирини кәң көләмдә ахтуруп тазилашни мәқсәт қилип елип берилмақта икән.

2008‏- Йили киришниң алдида хитай буйичә 21‏- қетимлиқ сериқ һәм қанунсиз нәшр боюмлириға қаттиқ зәрбә бериш һәрикити башланди.Хитай һөкүмитиниң мәмликәт буйичәтарқатқан, шәһваний вә қанунсиз боюмларға зәрбә бериш һөҗҗитигә қарап бақсақ, униңда мәмликәт миқясида елип берилидиған 21 ‏- қетимлиқ бу һәрикәттә нуқтилиқ зәрбә бериш нишани төт түргә қаритилған болуп , униңда асаслиқ мәдәнийәт базарлиридики һәр түрлүк қанунсиз нәшр боюмлирини, түрлүк қанунсиз көпәйтилгән мәтбә боюмлирини, ентернеттә шәһванийлиқни тәшвиқ қилишни, қанунсиз бесип тарқитилған гезит ‏- журналларни пүтүн күч билән чәкләшни муһим хизмәт нуқтилири дәп көрсәткән.

Уйғур елидә қанунсиз диний һәм сиясий нәшр боюмлирини тазилаш елип берилмақта

Әмма , йиллардикигә охшаш уйғур елидә болса , бу хил шәһваний һәм қанунсиз нәшр боюмлирини тазилаштики қаттиқ зәрбә бериш нишани шәһванийлиқни тазилашқа қаритилған болмастин , йәнила ноқтилиқ һалда қанунсиз диний һәм сиясий нәшр боюмлирини тазилашқа қаритилмақта . Уйғур аптоном районлуқ партком тәшвиқат бөлүми йеңи йилниң бешида пүтүн уйғур елидики мунасивәтлик асасий қатламлириға " уйғур аптоном районида икки йиғин вә чаған байрими һарписида сиясий һәм диний мәзмундики қанунсиз боюмларға ноқтилиқ зәрбә бериш" оқтурушини тарқатқан болуп , җайларда һазир җамаәт хәвпсизлик , әдлийә орунлиридин башқа , миллий вә диний ишлар даирилири бирликтә сиясий вә диний мәзмундики китаб , мәтбә боюмлирини ахтуруп тазилашни башливәткән.

Уйғур аптоном райони һөкүмәт торидин ашкарилинишичә, 17‏- янивар уйғур аптоном райони партком тәшвиқат бөлүми мәхсус хитай һөкүмитиниң шәһваний һәм қанунсиз боюмларни тазилаш тоғрисидики уйғур елигә қариитилған һөҗҗитини йәткүзүш йиғини ачқан болуп , һөҗҗәттә шинҗаңда сиясий мәзмундики вә диний мәзмундики қанунсиз нәшр боюмлирини асаслиқ нишан қилип қаттиқ зәрбә берип уйғур елиниң муқимлиқиға капаләтлик қилиш айрим тәкитләнгән . Шәһваний вә қанунсз мәтбә боюмлирини тазилаш болса һөҗҗәттә ахирқи түрләр қатарида тилға елинған.

Йиғинда уйғур аптоном райони партком тәшвиқат бөлүми башлиқи ли йи уйғур елидә қанунсиз нәшр боюмлириға зәрбә бериш вәзийитиниң кәскинликини тәкитләп " һазир районда сиясий мәзмундики һәм қанунсиз диний мәзмундики мәтбә нәшр боюмлири интайин ямрап кәтти , вәзийәт җиддий , шуңа бу җәһәттә давамлиқ сәзгүрлүкни ашуруп, мәсилиниң мәнбәсидин башлап қаттиқ тутуп зәрбә бериш керәк" дегән. Һәмдә 2007‏- йилида уйғур ели буйичә елип берилған мушуниңға охшаш қанунсиз вә шәһваний боюмларға зәрбә бериштә сиясий һәм диний мәзмундики вә шәһваний нәшр боюмидин бир милйон 820 миңиниң бир тәрәп қилинғанлиқини, буниңға четишлиқ җинайәтчиләрниң 59 миң адәмгә йәткәнликини, уйғур ели шәһваний вә қанунсиз боюмларға зәрбә бериш әтритиниң мәмликәт буйичә илғар болуп баһаланғанлиқини тилға алған.

Уйғур ели мәдәнийәт базарлирида шәһваний нәшр боюмлири ямрап кәтти

Йеқиндин буян бәзи уйғурларниң инкасиға қариғанда, уйғур елидә башланған сиясий вә диний мәзмундики қанунсиз боюмларға зәрбә бериш һәрикити җәрянида бәзи җайларда қуран кәрим қатарлиқ мусулманларниң улуғ диний китаблирини мусадирә қилиш вә көйдүрүшкә охшаш һәрикәтләр қайтилиниватқан икән. Хитай даирилириниң уйғур елидә қанунсиз сиясий вә диний боюмларға қаттиқ зәрбә бериш һәрикитини қандақ йосунда елип бериватқанлиқидин хәвәрдар болған , йеқинда яврупаға чиққан бир уйғур билидиғанлирини сөзлиди.

юқиридики улиништин, мухбиримиз гүлчеһрәдин тәпсилий мәлумат аңлиғайсиләр.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.