Барин инқилабиниң рәһбири зәйдин йүсүп вә униң харәктирлири


2006.04.07

Барин һәркити,80-йиллардин кәйин уйғурларниң хитай һакимийитигә қарши әлип барған, көлими вә тәсири чоң болған қораллиқ инқилаби һәсаплиниду.Шуңа бу инқилап уйғурларниң бугунки заман сияси тариһида алаһидә орун тутиду. Уйғурлар барин қораллиқ һәркитиниң рәһбири зәйдин юсупни өзлириниң тариһтики милли қәһриманлири қатарида һөрмәт билән тилға алиду вә яд әтиду. Барин инқилабини болса өзлириниң көзини ачқан вә кейинки, хитай һакимийитигә қарши әлип бәрилған һәр һил шәкилдики һәркәтләргә куч ата қилған илһам болиқи болған һәркәт,дәп баһа бәриду.Зәйдин юсупниң хитай әскәрлири билән болған тоқунушта, қандақ шәһит болғанлиқи,униң тәрбийәлиниш әһвали вә кишилик пәзиләт һарәктирлири қатарлиқлар, йәнила уйғурлар қизиқидиған тимиларниң бири. Биз бу һәқтә канадада яшаватқан, зәйдин йүсүпниң йәқин сәбдиши, абләт нур әпәндигә мураҗәт қилдуқ.

Абләт әпәнди зәйдин юсупниң инқилап җәрянида душмәниниң қолиға тирик чүшмәстин, қәһриманлиқ билән шәһит болғанлиқи,оз вахтида униң өзлигидин өгунуп өзини йәтилдургәнлики вә зеһни кувитиниң өткүр икәнликини ,униң йәнә тәблиқ нутқлириниң аңлиғучиларни қоңқур ойға салидиғанлиқи қатарлиқ алаһидиликлирини тонуштурди. (Канададин камил турсун)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.