Қазақистан призденти уйғур аптоном раюнини зиярәт қилиду


2004.09.17

Қазақистанниң хитайда турушлуқ баш әлчиси қалибузаноф алдинқи күни қазақистан әлчиханисида мухбирларни күтүвелиш йиғини чақирип , қазақистан призденти нурсултан назарбайефниң 9 - ай ичидә уйғур аптоном раюнини зиярәт қилидиғанлиқини елан қилди .

Қалибузанофниң билдүрүшичә , назарбайефниң уйғур илидики зиярити қазақистан приздентиниң бу йил 5 - айда елип барған хитайдики зиярити җәриянида икки дөләт рәһбәрлири имзалиған келишимләргә асасән әмилилиишиду . Қалибузаноф , назарбайеәниң уйғур аптоном раюнидики хизмәт зиярити 9 - айниң 24 вә 25 - күнлири елип берилидиғанлиқини билдүргән . Хитай мәтбуатлири қазақистан призидентиниң зиярити хитай - қазақистан оттурисидики ениргийә , тәбий газ вә еликтир күчи саһәсидики һәмкарлиқ истиқбали үстидә музакирә елип беришни мәхсәт қилиду дәп көрсәтмәктә .

Назарбайеф уйғур илидики зиярәт җәриянида атасу - алатав нефит турубисиниң қурулуш башлаш мурасимиға қатнишиши мүмкин . У йәнә қазақистан билән хитай оттурисидики қорғас чигра сода һәмкарлик мәркизини қуруш келишимигә имза қоюш муртасимиға иштирак қилиду . Қазақистан хитайниң шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатидики шериклириниң бири . Бирақ икки дөләт оттурисида уйғур аптоном раюнидики бир милйонға йеқин қазақни қазақистанға көчүрүш мәсилисидики ихтилап һазирғичә һәл болмай кәлди. Буниңдин сирт или дәряси билән ертиш дәрясиниң суйини тәқсим қилиш мәсилисидиики ихтилаплар икки дөләт мунасиветигә көләңгә чүшүрүп келиватқан мәсилиләрниң бири һисаплиниду. (Әркин)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.