Бейҗиңда турушлуқ чәтәл әлчиханилириниң һәрбий әмәлдарлар өмики уйғур аптоном районини зиярәт қилди
Йеқиндин бери уйғур аптоном райони чәтәл дипломатлири вә хәлқара тәшкилатларниң зиярәт еқимиға учраватқан бир чағда, америка, әнгилийә, франсийә, һиндистан қатарлиқ 18 дөләтниң бейҗиңда турушлуқ әлчиханисиниң һәрбий әмәлдарлирини асас қилған бир чәтәл вәкилләр өмики, уйғур аптоном районини зиярәт қилди.
Хитай мәтбуатлириниң хәвәр қилишичә, һәрбий әмәлдарлар өмикиниң зиярити 31 - сентәбир күни башланған болуп, 3 күн давам қилған. Улар зиярәт җәрянида уйғур аптоном райони парткоминиң муавин секритари җаң юмиң, шинҗаң һәрбий райониниң шитаб башлиқи җаң биңлар билән сөһбәт елип барған.
Әмма мәтбуатлар чәтәл һәрбий әмәлдарлириниң җаң биң вә җаң шюмиңлар билән немиләр тоғрисида сөзләшкәнлики шундақла уларниң уйғур аптоном районидики зиярәт күнтәртипини тилға алмиди.
Хитай мәтбуатлириниң тәкитлишичә, җаң биң пәқәт шинҗаң һәрбий райониниң омуми әһвалини тонуштурған. 18 Дөләт һәрбий әмәлдарлириниң зиярити, америка хәлқара диний әркинлик комитети вәкиллириниң үрүмчидики зияритидин кейин шундақла америкиниң сабиқ президенти бил клинтон үрүмчигә бериштин, б д т ниң тән җазасини тәкшүрүш әмәлдари үрүмчи вә ғулҗида тәкшүрүш елип бериштин илгирики вақитқа тоғра кәлди. (Әркин)
Мунасивәтлик мақалилар
- Америкиниң сабиқ президенти бил клинтон үрүмчигә 8 - сентәбир күни йетип бариду
- Америкиниң сабиқ президенти клинтон уйғур илини зиярәт қилмақчи
- Исмаил тиливалди қазақистанлиқ уйғур вәкилләр өмикини күтүвалди
- Оттура вә ғәрбий асиядики уйғур муһаҗирлар өмики үрүмчини зиярәт қилди
- Тайланд мәликиси, уйғур елидики бир мәктәпкә пул ианә қилди