Америка дөләт мәҗлисиниң бир зиярәт өмики уйғур аптоном районида тәкшүрүш елип бармақчи


2006.05.26

Америка дөләт мәҗлисиниң бир зиярәт өмики пат йеқинда уйғур аптоном райониниң мәркизи үрүмчи қатарлиқ җайлирида тәкшүрүш елип берип, хәлқара кишилик һоқуқ тәшкилатлири тәрипидин хитай һөкүмити террорлуққа қарши турушни баһанә қилип, уйғурларниң кишилик һоқуқини дәпсәндә қилмақта, дәп қаралған бу районниң вәзийитини нәқ мәйдандин көзәтмәкчи.

Әгәр зиярәт өмикиниң сәпири оңушлуқ болса үрүмчидә уйғур аптоном райониниң юқири дәриҗилик әмәлдарлири билән учришиши мумкин. Лекин америка дөләт мәҗлисидики мунасивәтлик киши яки алақидар даириләр һазирғичә зиярәт сәпириниң күнтәртипи һәққидә мәлумат елан қилип бақмиди.

Вәзийәттин хәвәрдар кишиләрниң ашкарилишичә, зиярәт өмики тәкшүрүш җәрянида хитай даирилириниң хәлқара әһдинамиларға хилап, дәп қаралған бәзи һәрикәтлирини, болупму кишилик һоқуқи дәпсәндә қилинишқа учриған вә аилә - тавабати билән җәм болуш һоқуқи һөрмәт қилинмиған бәзи конкрет шәхсләр вә сиясий мәһбуслар мәсилилирини оттуриға қоюши мумкин. Лекин бу америка дөләт мәҗлиси вәкилләр өмикиниң уйғур аптоном районини тунҗи қетим зиярәт қилиши әмәс.

Дөләт мәҗлисиниң бир зиярәт өмики 1999 - йили үрүмчини зиярәт қилип, уйғур демократийә һәрикитиниң рәһбири рабийә қадир билән учрашмақчи болғанда хитай даирилири рабийә қадирни қолға алған вә 8 йиллиқ қамақ җазасиға һөкүм қилған иди. Рабийә қадир өткән йили 3 - айда җаза муддити тошмай туруп америкиға сүргүн қилинди. Хитай һөкүмити униң давалиниш үчүн америкиға йолға селинғанлиқини билдүрсиму, лекин уйғур аптоном райони парткоминиң сияси қанун ишлириға җавабкар муавин секритари җаң шюмиң, рабийә қадир мәсилисидә америка ташқи ишлар министири кондилиза райисниң бесимиға учриғанлиқини етирап қилған.

Тәкшүрүш өмикиниң қачан йолға чиқидиғанлиқи техи елан қилинмиди, лекин улар бу сәпиридә қәшқәрғичә бериши мумкин. (Әркин)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.