Норвигийә кишилик һоқуқ өмики уйғур аптоном районини зиярәт қилди
Хитай даирилири өткән һәптә уйғур рәһбири рабийә қадирниң пәрзәнтлирини қолға алған вә нәзәрбәнд қилғандин кейин, анн петерсон ханим башчиқилидики норвигийә вәкилләр өмики уйғур аптоном районини зиярәт қилди. Уйғур аптоном райони парткоминиң муавин секритари нур бәкри йәкшәнбә күни вәкилләр өмики билән учришип," шинҗаңда миллий територийилик аптономийә түзүми йолға қоюлмақта ", дәп көрсәтти.
Вәзийәттин хәвәрдар әрбапларниң әскәртишичә, норвигийә вәкилләр өмикиниң районни зиярәт қилиш пилани рабийә қадир пәрзәнтлириниң қолға елиниш вә нәзәрбәнд қилиниш вәқәси билән мунасивәтлик болуп, районниң кишилик һоқуқи вәзийитидин туйған әндишилирини йәткүзмәкчи болуп барған. Рабийә қадир норвигийә рафто фонди җәмийитиниң 2004 - йиллиқ кишилик һоқуқ мукапатиға еришкән әрбапларниң бири. У, 2005 - йили норвигийини зиярәт қилғанда уйғурларниң кишилик һоқуқ вәзийитини тонуштурған.
Вәзийәттин хәвәрдар әрбапларниң ашкарилишичә, өткән һәптә рабийә қадирниң пәрзәнтлири қолға елинғандин кейин, норвигийә һөкүмити мәзкур вәкилләр өмикини үрүмчигә йоллиған. Хитай мәтбуатлири норвигийә вәкилләр өмикиниң келиш мәқсидини тилға алмиди. Пәқәт норвигийә вәкиллириниң бир кишилик һоқуқ өмики икәнликини әскәртти. Нур бәкри вәкилләргә " шинҗаңда һәр милләт хәлқи асасий қанунниң капалити астида баравәр сиясий һоқуқтин бәһриман болмақта " дәйду.
Лекин америка ташқий ишлар министирлиқи бу һәқтики бир доклатида, шинҗаңниң сияси, иҗтимаий вә иқтисадий тәрәққиятидин хитай көчмәнлири бәһриман болуватқанлиқини тилға алған. (Әркин)
Мунасивәтлик мақалилар
- Америка дөләт мәҗлисиниң бир зиярәт өмики уйғур аптоном районида тәкшүрүш елип бармақчи
- Норвегийидә уйғур мәдәнийәт күни өткүзүлди
- У а р һөкүмәтниң вәкилләр өмики қазақистанни зиярәт қилди
- Бейҗиңда турушлуқ чәтәл әлчиханилириниң һәрбий әмәлдарлар өмики уйғур аптоном районини зиярәт қилди
- Америкиниң сабиқ президенти бил клинтон үрүмчигә 8 - сентәбир күни йетип бариду