Хотәндики бир сақчи: һейтта сөз-чөчәк тарқатқан 30 нәччә кишини тәкшүрдуқ, 10 нәпирини тутуп туруватимиз

Мухбиримиз шөһрәт һошур
2019.08.13
ikki-saqchi-pitne-eghwa.jpg Һейт салими учури һәққидә агаһландуруш бериватқан икки сақчи хадими.
Social Media

Иҗтимаий таратқуларда уйғур райондики мәлум бир сақчи идариси хадимлириниң аһалиләрни “һейт салами беришкә рухсәт йоқ” дегән “питнә-пасатни тарқатмаслиқ” һәққидә агаһландуруватқанлиқи тоғрисидики видийолуқ учур тарқалди.

Мухбиримизниң ениқлашлири давамида хотәнниң дува йезисида 6 кишиниң бу тоғрида сорақ қилинип қоюп берилгәнлики, чира базирида болса 30 нәччә киши сорақ қилинип 10 кишиниң һелиһәм тутуп турулуватқанлиқи ашкариланди.

Иҗтимаий таратқуларда бүгүн, 13-авғуст күни уйғур районидики мәлум бир сақчи идариси хадимлириниң аһалиләрни сөз чөчәк тарқатмаслиқ һәққидә агаһландуруватқанлиқи һәққидә учур тарқалди. Бу учурдин мәлум болушичә бәзи җайларда, аһалиләр арисида һейт салами бәрсә болмайдиғанлиқи һәққидә гәп-сөз тарқалған. Әмма мәзкур видийо учурида, һейт салами беришкә болмайду дегән бу учурниң кимләр тәрипидин тарқалғанлиқи әскәртилмигән. Исмини ашкарилашни халимайдиған вәзийәттин хәвәрдар кишиләрниң радийомизға инкас қилишичә, бу қурбан һейтлиқ орунлаштуруш уқтуруши һәрқайси йеза-базарларға кечикип кәлгән, буниң нәтиҗисидә бәзи кәнт кадирлири, өзлиридин йол-йоруқ сориған аһалиләргә һейт намизиға қатнашмаслиқ, өзара һейтлашмаслиқ вә һейт салимиму йоллимаслиқни тәвсийә қилған; бу тәвсийә җәмийәттә тез тарқилип, бәзи җайларда әнсиз бир җимҗитлиқни пәйда қилса, йәнә бәзи җайларда, җиддийчилик пәйда қилған. Йәнә исмини ашкарилашни халимайдиған вәзийәттин хәвәрдар кишиниң инкас қилишичә даириләр, һейт һарписи вә давамидики бу әнсизчиликни өзлириниң 3 йилдин буянқи лагер сиясити вә бу йилқи кечиккән һейтлиқ уқтурушидин көрүшниң орниға аһалиләрдин көрүп, йәнә тутқун һәрикити елип барған. Хотәнниң дува йезилиқ сақчи хадиминиң ашкарилишичә бу йезида мәзкур сөз-чөчәкни тарқатти дәп қаралған, 6 киши тутқун қилинип 2 саәт сорақ қилинғандин кейин қоюп берилгән.

Ениқлашлиримиз давамида, һейт салами йоллашмаслиқ һәққидики учурни әң дәсләп кимниң тарқатқанлиқи һәққидики соалимизға сақчи хадимлиридин җаваб тепилмиди. Әмма вәзийәттин хәвәрдар киши, даириләрниң йеқинқи үч йилдин буян көрүлгән һәрқандақ бир мәсилидә аһалиләрниңла мәсулийитини сүрүштә қиливатқанлиқи вә пурсәт тапсила қорқутуватқанлиқини илгири сүрди,

Хотәнниң чира наһийә базарлиқ сақчи хадиминиң ашкарилишичә, бу сақчихана һейт салами йоллимаслиқ һәққидә учур таратқан 30 нәччә кишини тутқан вә булардин 10 кишини та бүгүнгичә қоюп бәрмигән.

Программиниң тәпсилатини юқиридики аваз улинишидин аңлиғайсиз.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.