Қәшқәрдә териқчилиқ қурулмиси базар еһтияҗи әмәс, әмәлдарниң хаһиши бойичә бекитилмәктә
2024.08.09
Өткән һәптә иҗтимаий таратқулардин “дойин” да чиққан бир хәвәрдә, қәшқәр конашәһәр наһийәсиниң ләңгәр йезисида аһалиләрниң бу йил омумйүзлүк һалда бәрәңгә, йәни яңю теришқа мәҗбурланғанлиқи вә базарниң еһтияҗидин һалқип кәткән яңю һосулиниң херидарсиз қелип деһқанларниң еғир зиянға учриғанлиқи инкас қилинған. Мухбиримизниң ениқлашлири давамида қәшқәрдә аһалиләрниң базарниң еһтияҗиға қарап әмәс, әмәлдарларниң еғизидики буйруққа қарап териқчилиқ қилишқа мәҗбурлиниватқанлиқи дәлилләнди.
Ишләпчиқиришниң хитай миқясида пиланлиқ игиликтин базар игиликигә өткини йерим әсир болуп қалған болсиму, әмма уйғур елидә териқчилиқ қурулмиси йәнила әмәлдарларниң хаһиши бойичә бекитилмәктә. “дойин” да чиққан бир хәвәрдә инкас қилинишичә, қәшқәр конашәһәр наһийәсиниң ләңгәр йезисида, бу йил деһқанлар омумйүзлүк һалда пәрәңгә( яңю) теришқа буйрулған. Һосул йиғивелинғанда мәһсулат миқдари базарниң еһтияҗидин һалқип кәткәчкә, аһалиләр бу мәһсулатлирини саталмиған вә еғир зиянға учриған. Бир инкасчи бу әһвални “дойин” арқилиқ җәмийәткә ашкарилиғандин кейин, йәрлик әмәлдарлар инкасчиниң ләңгәр йезисидики уруқ-туғқан вә дост-бурадәрлирини издәп, бу яңю һәққидики инкасни тордин өчүрүветишкә буйруған. Нәтиҗидә инкасчи, йәнә бир видийо ишләп, әһвалниң тәрәққиятини йәниму тәпсилий ашкарилиған вә йәрлик әмәлдарларни мәсулийитини үстигә елишқа чақирған.
Нөвәттә түркийәдә яшаватқан 85 яшлиқ мәмәттохти имин ака, 2017-йили юрти конашәһәр наһийәсиниң ләңгәр йезисиға барған чеғида, әнә шу “дойин” да инкас қилинған әһвалниң мәвҗутлуқини вә аһалиләрниң бу сәвәбтин тартқан иқтисадий зиян вә учриған тәһдитлиригә шаһит болғанлиқини баян қилди. Униң дейишичә, тоққузақтила әмәс, қәшқәрниң һәммила йеридә дегүдәк, деһқанлар өзлири териған зираәтлирини уштумтут бир буйруқ билән ағдуруветишкә, һәтта пишишқа бир-икки һәптә қалған зираәт етизлирини ағдуруветишкә мәҗбур болған.
Қәшқәр тоққузақтин телефонимизни қобул қилған бир кәнт аманлиқ мудири, өз тәвәликидә териқчилиқ қурулмисиниң буйруқ бойичә бекитиливатқанлиқини дәлиллиди. У бир тәрәптин бу түр мәҗбурий териқчилиқниң дәсләпки йилларда яхши үнүм бәрмигән болсиму, һазир яхши нәтиҗә бериватқанлиқини вә аһалиләрниңму буниңға нарази әмәсликини билдүрсә, йәнә бир тәрәптин, мәҗбур териқчилиқниң растинла деһқанларға зиян елип кәлгәнлики вә бу зиян сәвәблик әмәлдарларниң деһқанлардин әпу сориғанлиқини ашкарилиди. Бу хадимниң баянлиридин йәнә мәлум болушичә, йәрлик даириләр, “териқчилиқ қурулмисини тәңшәш” намидики бу зораванлиқи иҗтимаий таратқулар арқилиқ җәмийәткә ашкариланғандин кейинла хаталиқини қисмән бойниға алған; әмма мәҗбурий териқчилиқтин йәнила ваз кәчмигән; шуңа деһқанларни бу һәқтә шикайәт қилмаслиққа көндүрүш үчүн һәрикәт қилған.
Өткән һәптә таратқулардики йәнә бир видийо учурида, атушта бир аял өз аилиси териған тавузларниң сетилмай бесилип қалғанлиқи вә әхләт орнида ташливетишкә мәҗбур қалғанлиқини тапа-тәнә аһаңда баян қилип, мәҗбурий териқчилиқиниң зиянлирини ишарәт қилған иди.
Мәмәттохти имин акиниң дейишичә, йәрлик даириләр бәзидә өз йеқинлири базарға салған зираәт уруқлирини сетиш яки мәнпәәт мунасивити болған завут-карханиларниң тәләплирини орундаш үчүн териқчилиқ қурулмисида өз мәйли бойичә өзгәртиш елип барған. Мәмәттохти имин ака йәнә уйғур елидә даириләрниң аһалиләрни бикар қоймаслиқ үчүнму териқчилиқ қурулмисиға қол тиқиватқанлиқини илгири сүриду.
Юқирида, қәшқәрдә териқчилиқниң базарниң еһтияҗи әмәс, әмәлдарларниң еғизиға қарап маңдурулуватқанлиқи һәққидә мәлумат бәрдуқ.