Атуштики юқум гумандари мирадил нурәхмәт лагер икәнлик еһтималлиқи болған “6‏-район” да карантин қилинған

Мухбиримиз шөһрәт һошур
2020.02.10
uyghur-diyari-virus-kontrol.jpg Уйғур диярида даириләр елип бериватқан вирустин мудапиәлиниш тәшвиқатидин көрүнүш. 2020-Йили январ.
Social Media

Атуштики бир “он аилә” башлиқи өз тәвәликидики мирадил нурәхмәт исимлик бир яшниң “вухән вируси” юқумдари гумани билән атуш санаәт районидики 6-районға апирилғанлиқи вә шу йәрдә карантин қилинғанлиқини ашкарилиди. Илгирики ениқлашлиримизда атуштики йиғивелиш лагерлириниң атуш санаәт районида икәнлики вә лагер наминиң 1‏-район, 2-район дегәндәк номур билән атилидиғанлиқи мәлум болған иди. Мәзкур он аилә башлиқи өзиниң мәлумат даирисиниң чәкликликини әскәрткән һалда мирадил нурәхмәтниң тәрбийәләш мәркизиниң өзидә әмәс, бәлки униңға қошна бир бинада карантин қилиниватқанлиқини баян қилди. Униң баянлиридин мирадил нурахмәтниң үрүмчидин тәтил қилип кәлгән бир оқуғучи икәнлики, 6-районда мирадил билән бирликтә бәлгилик санда кишиләрниң карантин қилинғанлиқи мәлум болди.

Хитай ахбаратлирида һазирға қәдәр бир түркүм уйғурларниң вухәнгә ярдәмгә әвәтилгәнлики хәвәр қилинған болсиму, әмма “вухән вируси” ға қарита “әң назук нуқта” дәп қаралған йиғивелиш лагерлирида қандақ тәдбирләр елип бериливатқанлиқи һәққидә һечқандақ учур берилмиди. Биз райондики алақидар орунларға телефон қилғинимизда қандақ орунларниң вә қандақ кишиләрниң “назук нуқта” дәп қариливатқанлиқи һәққидә мәлумат соридуқ. Хадимлар бу һәқтә ениқ җаваб берәлмиди. Қәшқәрдики бир сәһийә хадими лагерға “вухән вируси” сәвәблик дохтур әвәтилгәнликини баян қилған болсиму, әмма буниң давалаш яки алдини елиш үчүн йолланғанлиқи һәққидә мәлумат берәлмиди. Биз лагердикиләрни қоғдаш үчүн елинған тәдбирләр һәққидә һечқандақ учур алалмиғандин кейин, карантин қилиниватқан кишиләрниң қәйәрләрдә қамал қилинғанлиқи һәққидә мәлумат соридуқ.

Атуштики бир он аилә башлиқи өзиниң җиддий һаләт мәзгилидә немә ишларни қилғанлиқини баян қилиш җәрянида үрүмчидин қайтип кәлгән бир юқум гумандарини кәнт секретариға мәлум қилғанлиқи вә секретарниң мирадил нурәхмәт исимлик бу яшни атуш санаәт районидики6-районға апиривәткәнликини ашкарилиди. У мирадил нурәхмәтниң шинҗаң педагогика университети тәнтәрбийә факултетиниң оқуғучиси икәнлики, үрүмчигә 23-январдин кейин, йәни 27 ‏-январ күни кәлгәнлики үчүн “юқум гумандари” дәп қаралғанлиқини әскәртти. Мәлум болушичә, бу 10 аилә башлиқи мирадил нурәхмәт карантин қилинғандин кейин униң билән бир қетим телефонда сөзләшкән. Телефонда мирадил нурәхмәт өзиниң6-райондики бу бинада ялғуз әмәслики, өзигә охшаш үрүмчидин қайтқан башқа йолучиларниңму барлиқини мәлум қилған.

Илгирики ениқлашлиримиз давамида атушта лагерларниң йеңидин ечилған санаәт районида икәнлики вә бу лагерларниң 1-район, 2-район дегәндәк номурлар билән атилидиғанлиқи мәлум болған иди.

Шуңа биз бу он аилә башлиқидин6-районниң “тәрбийәләш мәркизи” яки әмәсликини соридуқ. У өзиниң бу һәқтә мәлуматиниң чәкликликини әскәртиш билән бирликтә мирадил нурәхмәттин телефонда аңлиғанлириға асасән у туруватқан бинаниң лагерниң өзи болмисиму, лекин лагерға қошна бир бина икәнликини тилға алди.

Илгирики ениқлашлиримиз давамида4-район вә 5-район намидики лагерлардин башқа8-район намидиму бир йиғивелиш лагери барлиқи ашкариланған. Тор архиплиридики материялларда атуш санаәт райониниң 1-2-3-дәп үчла районға айрилидиғанлиқи қәйт қилинған. Әмма һазирға қәдәр 6-район дәп атилидиған лагердин башқа бир орунниң барлиқи мәлум әмәс.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.